Ваң лечүәнниң сөзи уйғурларға қаритилған бастурушниң күчийишидин дерәк беридикән


2004.12.30

Хитай һөкүмитиниң уйғур аптонум райониға тәйинлигән партком баш секритари ваң лечуән чаршәнбә күни аяқлашқан әдилийә- қанун ишлири хизмәт йиғинида сөз қилип, уйғур елидики "үч хил күчләр" гә қарши юқири бесимлиқ бастуруш сияситини давамлиқ йүргүзидиғанлиқини билдүрди.

Хитай һөкүмитигә қарашлиқ тәңритағ тор бетиниң пәйшәнбә күни бәргән хәвиридин ашкарилинишичә, ваң лечуән йиғинда, қанун вә әдилийә хадимлиридин хәлқ ичидики зиддийәтни юмшитишқа әһмийәт беришни, шуниң билән биллә, "үч хил күчләр" ләргә актип зәрбә бериш, баш көтүргән һаман бастуруш вә алдин контрол қилиштин ибарәт юқири бесимлиқ сиясәтни бошаштурмаслиқни тәләп қилған.

Йеқиндин буян хитайниң бир қисим җайлирида, пуқралар билән әдилийә - қанун органлири арисида зиддийәт күчийип, зораванлиқ тоқунушлар келип чиққан . Буниң билән хитай җамаәт хәвпсизлик министири, қанун иҗра қилиш даирилирини пуқраларға қаратқан муамилисини яхшилашни тәләп қилған иди.

Ваң лечүәнниң " үч хил күчләр" гә юқири бесимлиқ бастуруш сияситини йүргүзүш һәққидики сөзи, чәтәлдики уйғур тәшкилатлири вә бир қисим кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң әндишисини қозғиған. Баш шитаби америкидики хитай кишилик һоқуқ тәшкилатиниң билдүришичә, хитай һөкүмитиниң аталмиш” бөлгүнчи, террорчи вә диний радикал" дигән уқумиға һичқандақ ениқлима берилмигәчкә, хитай һөкүмити өз сиясий вә диний көз қаришини оттуриға қойған һәр қандақ уйғурларни, бу катигорийигә киргүзүп бастуралайдикән.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәндиму, ваң лечүәнниң бу сөзиниң хитай даирилириниң уйғурларға қаратқан сиясий вә диний бастурушни техимукүчәйтишидин дерәк беридиғанлиқини билдүрмәктә. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.