Логән, уйғур елидә "террорчилиқ" қа қарши бастурушни күчәйтишни тәләп қилди


2005.09.29

Хитай компартийиси сиясий бюросиниң даимий һәйәт әзаси логән чаршәнбә уйғур елидики қораллиқ сақчи вә әдилийә хадимлирини "үч хил күчләр" гә қарши бастурушни күчәйтишкә чақирди.

Логән, уйғур аптонум райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини хатириләш мунасивити билән хитай мәркизи вәкилләр өмикигә йитәкчилик қилип уйғур елигә кәлгән. У хитай компартийисиниң қанун вә бихәтәрлик ишлириға мәсул әмәлдари.

Логән үрүмчидә, қораллиқ сақчи қисим вә қанун- әдилийә хадимлириниң вәкиллирини қобул қилип, уларни "уйғур елиниң сиясий муқимлиқини қоғдашта алаһидә төһпә қошти" дәп көрсәтти. Әмма у йәнә "қораллиқ сақчи әмәлдарлар чоқум давамлиқ түрдә тоюқсиз вәқәләргә тақабил туруш иқтидарини вә террорчилиққа қарши туруш иқтидарини өстүрүп, уйғур елиниң муқимлиқиға капаләт қилиши керәк" деди.

Логән шундақла йәрлик бихәтәрлик хадимлиридин " миллий бөлгүнчилик" кә қарши турушта "каллини очуқ тутуш" ни тәләп қилған. Хитай һөкүмити шәрқий түркистан мустәқилчилирини "террорчи" вә "миллий бөлгүнчи" дәп әйибләйду.

Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири, хитайниң " хәлқара террорчилиққа қарши көрәштин пайдилинип, тинчлиқпәрвәр уйғур өктичилирини бастуриватқанлиқини әйиблимәктә. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.