Хитай қанун тармақлири уйғурларни бастурушни қанунлаштурмақта
2007.01.23
Хитайниң аптоном районда өткүзүватқан икки қурултийиға қатнашқан вәкилләр, аптоном районлуқ алий сот мәһкимиси вә аптоном районлуқ баш тәптиш мәһкимисиниң "үч хил күч" гә қаттиқ зәрбә бериш һәққидики доклатини аңлап, шинҗаңниң бихәтәрлики вә тәрәққиятини қолға кәлтүрүш үчүн қаттиқ зәрбә бериш һәрикитини күчәйтишни оттуриға қойди.
Хәвәрдә тәкитлинишичә, "үч хил күч" ләр изчил түрдә аптоном районниң бихәтәрлики вә муқимлиға тәсир көрситип кәлгән болуп, у милләтләр иттипақлиқи, иқтисадий тәрәққият шуниңдәк чәтәл содигәрлириниң районға мәбләғ селиш қизғинлиқлириға тәсир көрситип, шинҗаңниң тәрәққиятиға еғир дәхли йәткүзгән. Шуңа " үч хил күч" ни шинҗаңниң муқимлиқиға зиян селиватқан чашқан һесаблап, һәммә адәм бирликтә уруп йоқитиш, дөләт әдлийә сестимилири болса қаттиқ зәрбә бериш вастисини қоллинип, һәрикәт қилалмайдиған, һаят туралмайдиған һаләткә чүшүрүп қоюш тәшәббус қилинған.
Хитай даирилири мәтбуатлирида шинҗаң муқим, һәр милләт хәлқи тәң баравәр иттипақ яшимақта, районға мәбләғ селиватқан чәтәл содигәрлириниң сани күндин - күнгә көпәймәктә дегәндәк хәвәрләрни тарқитиватқан болсиму, д у қ ниң баянатчиси дилшат ришит " ваң лечуәнниң хәлқниң күчлүк наразилиқини бураш үчүн йеқинқи йилларда үч хил күчләргә зәрбә бериш баһанисида һәдәп қирғинчилиқ елип бериватқанлиқи " ни билдүрди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай дуняда "террорчи" дәп атилиштин өзини қачурмақта
- Исмаил тиливалди"3 хил күчкә зәрбә бериш " сияситини йәнә бир қетим оттуриға қойди
- Хитай ғәрб мәтбуатлириниң тәнқидигә инкас қайтурди
- Хитай сақчилири шәрқи түркистан террорчилириниң йошурунувалғанлиқини билдүрди
- Рабийә қадир ханимниң памир игизлигидики дилони тәкшүрүш тәлипи хитайниң рәт қилишға учриди