Мәрһум әдип батур розиниң нәзири берилди


2007.04.01

Уйғур йеңи дәвр әдәбиятида көзгә көрүнгән әдибләрниң бири, сәргәрданлиқ, мусапирлиқ ичидә өткән иҗадий һаяти вә өткүр тәнқидий пикирләр һәм пәлсәпиви тәпәккурлар билән юғурулған көплигән шеир, обзор һәм башқа әсәрлири арқилиқ қәләмкәш достлири тәрипидин оттура әсир җаһаләт дәври билән елишқан килассик шаир шаһ мәшрәпкә охшитилған мәрһум батур розиниң йәттә нәзириси йәкшәнбә күни униң юрти йәкән наһийисиниң качуң йезиси, чимду кәнтидә берилди.

Игилишимизчә, батур рози 3-айниң 27-куни үрүмчидә туюқсиз қозғалған йүрәк тиқилмиси билән 41 йешида вапат болғандин кейин 28- март күни өз йезисиға елип келинип дәпнә қилинған. Униң дәпнә мурасими зор сандики һәр саһәгә мәнсуп кишиләрниң қатнишиши билән өткүзүлгән болса, йәттә нәзириси техиму һәйвәтлик түс алған.

Ениқ учурларға асасланған әдибниң нәзирисигә йәкән тәвәсидин башқа йәнә қәшқәр, ақсу, хотән шуниңдәк башқа қошна наһийиләрдин кәлгән тәхминән бирәр қанчә йүз әтрапида адәм қатнишип, өз миллитиниң әдәбият-сәнити, мәдәнийити йолида пүтүн вуҗуди билән хизмәт қилған мәрһум язғучиға болған чоңқур сөйгүси вә һөрмитини изһар қилишқан.

Игилишимизчә, уйғур елиниң һәр қайси җайлиридики вә чәтәлләрдики қәләмкәшләр батур розиға болған өз тәзийилирини вә сеғиниш һәм һөрмәтлирини һәр хил усуллар билән билдүргән.

Учурлардин қариғанда, бир түркүм уйғур қәләмкәшлири батур розиниң 40 нәзирсини мол мәзмунлуқ бир шәкилдә үрүмчидә өткүзүшни ойлашқан икән.

Батур розиниң аилә тавабатлиридин игилишимизчә һәм башқа түрлүк учурларға асасланғанда, мәрһумниң пүтүн өмри җапа-мушәққәт ичидә өткән болуп, гәрчә у талантлиқ бир әдиб һәм қәләм игиси болушиға қаримай, өмүр бойи ишсиз қелип, қийин турмуш кәчүрүшкә мәҗбур болған, лекин у қәтий бошашмай қәләм тәвритип, бир роман вә көплигән шеирлар һәм обзорларни нәшир қилдурған. Бир қисим йезип қойған тарихий роман һәм китаблири нәшир қилинишни күтиветипту. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.