Даириләр бай наһийисидики бир қисим көмүр канлирини тақиди
2005.10.10
Уйғур аптоном райониниң бай наһийисидики ятур көмүр кенида йүз бәргән партлаш вәқәсидин кейин, йәрлик даириләр мәзкур наһийидики йиллиқ ишләпчиқириши 30 тониға йәтмәйдиған 6 көмүр кенини тақаш, 22 көмүр кенини тәртипкә селишни қарар қилған.
Тәртипкә селинидиған 22 канни алақидар даириләрниң тәкшүрүш вә тәстиқини алғандин кейин ечишқа болидикән. ятур көмүр кенида йүз бәргән партлаш вәқәсидә кан астида қамилип қалған 14 ишчиниң һәммиси өлгән иди.
"Тәңри тағ" ториниң хәвәр қилишичә, бай наһийилик һөкүмәт даирилири 8 - өктәбир күни чақирған җидди йиғинда, тақаш қарар қилинған көмүр канлириниң исимликини елан қилишни қарар қилған. Әмма даириләр наһийә тәвәсидики хәтәрлик канларни тақаш вә тәртипкә селиш қарарини немә үчүн вәқә йүз бериштин бурун алмиғанлиқини изаһлимиған.
Бу арида йәкшәнбә күни ятур кенидики партлашни тәкшүрүш гурупписи вәқәниң сәвәбини елан қилди. Тәкшүрүш гурупписиниң ашкарилишичә, кан астидики партлаш көмүр тозундилиридин әмәс, бәлки көмүр гезиниң қоюқлуқ дәриҗиси ешип кәткәнликтин келип чиққан икән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур аптонум райони һөкүмити, уйғур елидики 194 көмүр канни тақап тәртипкә салмақчи
- Бай наһийисидә кан астида қалған 14 нәпәр кан ишчисиниң һәммиси қаза қилған
- Бай наһийисидики көмүр канда қамилип қалған ишчиларниң җәсити тепилди
- Байдики кан астида көмүлүп қалған 14 ишчиниң һәммиси өлгән болуши мумкин
- Ақсуниң бай наһийисидики бир көмүркенида вәқә йүз бәрди