Хитай уйғур елидә террорчилиққа қарши чениқиш базиси қурди


2004.11.17

Хитай хәвәр ториниң мәлуматиға қариғанда, йеқинда шинҗаң қораллиқ сақчи қисим баш әтритиниң террорчилиққа қарши чениқиш базиси уйғур елидә қурулған.

Хәвәрдә " бу базиниң қурулиши, хитайниң террорлуқ вәқәси көп йүз беридиған бу районидики туюқсиз һуҗум қилиш вәзиписини қораллиқ сақчи қисмиға тапшуруп бәргәнликидин дерәк бериду" дәп йезилған.

Мунасивәтлик рәһбәрләрниң мәзкүр агентлиққа билдүришичә, бу базида асаслиқи террорчилиққа қарши һәрбий чениқтуруш елип бериш, террорлуқ һәрикәтләрни тәтқиқ қилиш вә пүтүн қисимниң террорчилар билән уруш қилиш иқтидарини юқири көтириш қатарлиқ түрлүк паалийәтләр елип берилидикән.

Хитай 11 - сентәбир вәқәсидин кейин, уйғур мустәқилчилирини террорчилар билән бағлашқа урунған болуп, хәлқарадики нурғун кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә паалийәтчиләр буниңға қарши чиқип, хитайниң әсли бу баһанә билән уйғурларни бастуруш һәрикитини һәқләштүрүшни мәқсәт қилғанлиқини тәкитлиди. Шундақла америка президенти җорҗ W бушму илгири хитайға, хәлқара террорчилиққа қарши уруштин пайдилинип, аз санлиқ милләтләрни бастурмаслиқни агаһландурған иди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.