Б д т кишилик һоқуқ мәсули хитайни зиярәт қилмақчи
2005.08.28
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң кишилик һоқуқ комиссари луис арбор ханим йеқинда хитайға 5 күнлүк зиярәткә бармақчи. Хитай бу орган тәрипидин изчил түрдә, мәтбуатни қаттиқ контрол қилған һәмдә тибәт вә уйғур райониға қаттиқ қол сиясәт йүргүзгән дәп әйиблинип кәлгән иди.
Ройтерс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, кишилик һоқуқ комиссари луис арбор ханим хитайдики 29 -авғусттин 2 - сентәбиргичә болған 5 күнлүк зияритидә, хитай дөләт рәиси ху җинтав, хитай ташқи ишлар миниситири, әдлийә министири қатарлиқ бир қанчә юқири дәриҗилик хитай әмәлдарлири һәмдә бир қанчә һөкүмәтсиз тәшкилат вәкиллири билән көришидикән.
Луис арбур ханим хитайдики сәпиридә йәнә, хитай һөкүмитини, " пуқраларниң һоқуқи вә сиясий һоқуқини қоғдаш хәлқара шәртнамиси" гә қол қойғузмақчи. Бу әлвәттә хитай һөкүмитиниң, б д т оттуриға қойған тәләп-пикирләргә вақтида әмәл қилишиға пайдилиқ болиду.
Луис ханимдин бурун б д т ниң сабиқ кишилик һоқуқ комиссари мари робинсон ханимму 2002 - йили хитайға зиярәткә берип, хитайниң юқири дәриҗилик рәһбәрлири билән көрүшкән һәмдә хитай һөкүмитини уйғур вә тибәтләрниң кишилик һоқуқини яхшилашқа вә сиясий җинайәтчиләрни қоюп беришкә үндигән иди. Униң сәпири, луис ханимниң бу қетимлиқ зияритидә хитай даирилири билән бастуруш, зиянкәшлик қилиш вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири һәққидә илгирилигән һалда сөһбәтлишишигә яхши асас селип бәрди. (Пәридә)