Биңтүән қомдандани, биңтуәнниң кеңәйтилишини тәләп қилди
2004.10.08
Хитайниң йерим һәрби қораллиқ тәшкилати шинҗаң ишләпчиқириш - қурулуш биңтуәниниң қомандани җаң чиңли, уйғур мустәқиллиқ һәрикити, раюндики бузғунчилиқ вә сиңип кириш һәрикәтлиригә қарши туруш қатарлиқ сәвәпләрдин биңтуәнниң кеңәйтилиши керәклигини илгири сүрди. Җаң чиңли бу сөзләрни хитайниң һөкүмәт зувани шинхва ахбарат агентлиқи мухбириниң зияритини қобул қилғанда тәкитлигән. Ишләпчиқиш қурулуш биңтуәни 50 йилниң алдида бейҗиң һөкүмитиниң уйғур илини контрол қилиш ғәризи билән қурулған болуп, әйни чағда әсиргә чүшкән гоминдаң армийисини асас қилип тәшкилләнгән. Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә җаң чиңли, биңтуән аҗизлаштурулмаслиғи керәк дәп қариған. У, биңтуәнни йеңи дәврдики иқтисади тәрәққиятни илгири сүрүдиған, шинҗаңниң муқимлиқи, милләтләр иттипақлиғи вә чегра мудапиәсини қоғдайдиған таянч күч сүпитидә кеңәйтиш зөрүр дәп көрсәткән.
Хитай баш министири вен җябав йеқинда уйғур илини зиярәт қилғанда биңтуәнниң юқириқи сәвәпләр түпәйлидин күчәйтилиши керәкликини тәкитлигән иди. Биңтуәнниң нөвәттики нопуси 2 йерим милйон болуп, 186 полк 1500 дәк санаәт, қурулуш трансипорт вә сода оргинидин тәркип тапқан. Җаң чиңли, биңтуәнниң “ шәрқий түркистан террорчилири “ билән болған йеқинқи күрәшләрдә муһим рол ойниғанлиқини илгири сүргән. Бирақ чәтәлдики уйғур тәшкилатлар биңтуәнни уйғурларниң кишилик һоқуқи, йәр байлиқи вә мал мүлкини булаң - талаң қиливатқан мустәмликичилик орган дәп тәнқидлимәктә. Кишилик һоқуқ тәшкилатлири болса хитай һөкүмитини терроризимға қарши уруштин пайдилинип, уйғурларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилди дәп әйиплигән. Биңтуән 1975 - йили тарқитиветилгән иди. Бирақ 1981 - йили дең шявпиң, ваңҗен қатарлиқниң чиң туруши арқисида қайта қурулған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- "Бүгүнки америка" гезитидә хитайниң "ғәрбни ечиш" сияситиниң әсли қияпити ашкарә қилинди
- Аз санлиқ милләт кадирлирини тәрбийиләш курси ечилғанлиқиниң 50 йиллиқи тәбрикләнди
- Шинҗаң университи қурулғанлиқиниң 80 йиллиқи билән тәбрикләш паалийити өткүзүлмәкчи
- Уйғур илидики пахтиларни ким үзиду ?
- Хитай һөкүмити киләр йили 3000 уйғур оқуғучини хитай шәһәрлиридә тәрбийилимәкчи
- Логән уйғур елигә зиярәткә барди