Биңтүәндикиләрниң йиллиқ кирими 11 миң йүәндин ашти, амма уйғурларниңчу ?


2005.01.03

Хитайниң уйғур илидики йерим һәрбий тәшкилати, шинҗаң биңтүәниниң киши бешиға тоғра келидиған йиллиқи кирими 11 миң 780 йүәнгә йетип, йәрликтики уйғурларниң кирими билән рошән селиштурма шәкилләндүргән.

Аптоном район парткоминиң зувани "шинҗаң гезити " ниң ашкарилишичә, биңтүән қомандани җаң чиңли, "бу биңтүәнниң дәрвазисини техиму кәң ечивәткәнликиниң нәтиҗиси", дәп җакарлиған. "Шинҗаң гезити" , йеқинқи икки йил ичидә биңтүәнгә киргән ташқий мәбләғниң икки милярд йүәнгә йетидиғанлиқини, биңтүәнниң 2004 - йили көчмәс мүлккә салған мәблиғи, 10 милярд йүәндин ашидиғанлиқини ашкарилиди. Бирақ хитай мәтбуатлири, уйғур аптоном райониниң җәнубидики қәшқәр, хотән , ақсу, қизилсуларда уйғур диһқанларниң йиллиқ кирими 1000 йүәнгә йәтмәйдиғанлиқини билдүрмәктә.

"Шинҗаң гезити" ниң хәвиригә қариғанда, биңтүәндикиләрниң кирими йәрликтики уйғур диһқанлардин 12 һәссә ешип кәткән. Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, уйғур деһқанларниң немә терийдиғанлиқи шундақла мәһсулатини кимгә сатидиғанлиқини һазирғичә хитай һөкүмити бәлгилимәктә.

Хитай баш министири вен җябав, бу йил 8 - айда шәрқий түркистанни зиярәт қилип, биңтүәнни техиму күчәйтишни қоллиған. У, шәрқий түркистан мустәқиллиқ тәрәпдарлирини бастуруш йолидики "үч хил күчләргә қарши туруш, биңтүәнниң күчәйтиш сәвәплириниң бири" , дәп көрсәткән иди. Биңтүән 1954 - йили қурулған, 1970 - йилларни оттурилири сәйпидин әзиз тәрипидин тарқитиветилгән .Хитай һөкүмити 1980 - йилларда биңтүәнни қайта әслигә кәлтүргән иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.