Биңтуән өзиниң 17 ‏- қурултайға қатнишидиған вәкилини уйғур аптоном раюниға вакалитән қатнишиду дәп җакарлиған


2007.01.31

Шинҗаң ишләпчиқириш -қурулуш биңтуәни бир һәрбий орган, у 50 нәччә йилдин буян уйғур аптоном районида өзлүксиз йәр игиләп, хитай өлкилиридин көчмән әкилип кеңийип, һазир малийә, санаәт, қанун җәһәтләрдә пүтүнләй мустәқил бир органға айлинип болди. Гәрчә бу орган қануни уқум буйичә ейтқанда, уйғур аптоном райониға қарайдиған орган болмисиму яки аптоном районға вәкиллик қилидиған орган болмисиму, әмма, 'биңтуән гезити'дики хәвәрләрдә ашкарилинишичә, йеқинда биңтуән парткоми йиғин ечип, хитай коммунистик партийисиниң 17 ‏-қурултйиға қатнишидиған 16 нәпәр вәкилини бәлгиләп чиқип, уларни уйғур аптоном районға вакалитән қорултайға қатнишиду, дәп җакарлиған. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.