"Дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" ни уйғур илида тәдбиқлаш оттуриға қоюлди


2005.04.01

Уйғур аптоном райони парткоминиң даимий әзаси, сияси - қанун комитетиниң секритари хо чаңән, уйғур аптоном райониниң қанун сепидики затлар билән алдинқи күни өткүзгән сөһбәт йиғинида, "дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" ни уйғур аптоном райониниң әмәлий әһвали билән зич бирләштүрүшкә чақирди.

Хо чаңән, "дөләтни парчилашқа қарши туруш қанунини шинҗаңниң әмәлий әһвали билән зич бирләштүрүп, дөләтниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнликини қанун билән қоғдаш, дөләтниң бирлики вә милләтләр иттипақлиқи тонушини күчәйтип, миллий бөлгүнчиләргә зәрбә бериш", дәп тәкитлигән. Униң тәкитлишичә," дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" ниң уйғур аптоном районидики иҗтимаий муқимлиқни пүтүн күч билән қоғдашда, муһим риал әһмийити бар икән.

Аптоном район парткоминиң зувани "шинҗаң гезити" , хо чаңәнниң қанун даилирини уйғур аптоном районидики аталмиш бөлгүнчиләр, диний радикал күчләр шундақла терорчиларға техиму қаттиқ зәрбә беришкә чақирғанлиқини хәвәр қилди.

Бейҗиң һөкүмити бу йил 3 - айда хитай хәлқ қурултийиниң мәмликәтлик йиғинида мақулланған "дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" ниң тәйвәнгә қаритилғанлиқини җакарлиған иди. Амма хо чаңән, мәзкур қанунни "шинҗаңниң әмәлий әһвали билән зич бирләштүрүш" кә чақирған.

Хо чаңәнниң чақириқи мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийиниң тәнқидигә учриди. Қурултай баянатчиси дилшад ришид, "шәрқий түркистан билән хитай оттурисидики мәсилә, бөлүнүш яки бирликкә келиш мәсилиси әмәс. Бу, мустәмликә қилиш билән мустәмликә қилиниш мәсилиси," дәп көрсәтти. Дилшад ришид, хитай һөкүмити уйғурларни бастуруш һәрикитини қанунлаштурмақта, дәп әйиплиди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.