Уйғур елидә бинормал бовақларниң туғулуш нисбити пәвқуладдә юқурилиған
-
2006-12-17 -
-
-
Уйғур ели хәвәр торидин ашкарилинишичә, уйғур елида той хети бериштин бурунқи саламәтлик тәкшүрүш низами 2003 - йили бикар қилинғандин кейин өзликидин саламәтлик тәкшүрүртидиғанлар асасән қалмиған, шундақла статистикилардин, бу низам бикар қилинғандин буян бинормал бовақларниң туғулуш нисбити алаһидә юқири болмақта икән.
Мәзкур әһвалға асасән үрүмчи шәһәрлик аяллар бирләшмиси һөкүмәткә тойдин бурун мәҗбури саламәтлик тәкшүрүшни әслигә кәлтүрүш һәққидә илтимас сунған.
Үрүмчи аяллар бирләшмисиниң көрситишичә, бу йил бинормал бовақларниң туғулуш нисбити он йилдин буянқи әң юқири болған болуп тәхминән 10 миң бовақниң 109 и бинормал туғулған.
Илгириму или областиниң сәһийә тармақлири, әйдиз барғанчә шиддәт билән ямраватқан уйғур елидә той қилмақчи болған яшларниң мәҗбури саламәтлик тәкшүрүшни бикар қилишиниң намувапиқ бир қарар икәнликини, әксинчә һөкүмәтниң саламәтлик тәкшүрүш өлчимини йәниму күчәйтиши керәкликини, буниң әйдизниң ямриши һәм әвладларниң сақлиқи билән зич мунасивәтлик икәнликини көрсәткән иди. Уйғур елидики бәзи сәһийә хадимлириниң ашкарлишичә нөвәттә әйдиз бовақлар пәвқуладдә көпәймәктә икән. (Гүлчеһрә)