Үрүмчидә игиз имарәтләрни селиш чәкләнди
2007.01.21
Үрүмчи йеқинқи йиллардин бери хитай бойичә һава муһити әң еғир булғанған шәһәрләрниң бири санилип кәлмәктә. Болупму бу йил қиш пәсли киргәндин буян үрүмчи шәһриниң һава муһити булғиниш дәриҗиси бәшинчи дәриҗини көрситип хитай бойичә һава муһити әң начар шәһәр болуп қалған иди.
Үрүмчи һөкүмәт тор бетиниң 21 - январдики хәвиридин мәлум болушичә, үрүмчи һава муһитиниң еғир дәриҗидә булғинишиға сәвәб болған муһим амилниң бири игиз қәвәтлик биналарниң көплүки болғачқа, үрүмчи һөкүмәт буниңдин кейин үрүмчи шәһәр ичигә игиз қәвәтлик имарәтләрни селишни рәсмий чәкләшни қарар қилған.
Үрүмчи шәһәрлик муһит қоғдаш идарисиниң чүшәндүришигә қариғанда, үрүмчи шәһәр ичидә йеқинқи йиллардин бери арқа арқидин селиниватқан һәддидин зиядә игиз имарәтләр үрүмчиниң әслидинла унчә яхши болмиған һава муһитиниң техиму начарлишишини кәлтүрүп чиқириватқан болуп, имарәт қурушни чәкләш хели йиллар бурунла елишқа тегишлик тәдбир икән.
Үрүмчидә қурулған игиз имарәтләр сирттин кәлгән саяһәтчиләргә үрүмчиниң тәрәққиятиниң символидәк көрүнсиму, әмма үрүмчидики уйғурларниң инкасиға қариғанда үрүмчи шәһәр ичидики игиз аилилик биналири яки идарә орган имарәт биналирини асаслиқ хитайлар игилигән болуп, уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләр бу игиз имарәтләрдин пайдилиниш һоқуқиғиму игә әмәс икән. Әксичә булар нурғун муһит мәсилилириниң келип чиқишиға сәвәб болған. (Гүлчеһрә)