Хитайда суниң булғиниши еғир
2005.03.23
3 - Айниң 22 - күни дуня су күни мунасивити билән, хитай даирилири пүтүн хитайда 300 милйон кишиниң пакиз болмиған су истимал қиливатқанлиқини мәлум қилди.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитайниң хуаңхуәй түзләңлики шәрқий шимали вә ғәрбий шимал районлиридики 63 милйон деһқан истимал қиливатқан суниң тәркивидики фтор елеминти өлчәмдин көп юқири икән.
Буниңдин сирт йәнә, 38 милйондин ошуқ йеза аһалиси һазирғичә шорлуқ су ичидикән, шундақла 190 милйондин көп йеза аһалиси истимал қиливатқан су мәлум дәриҗидә булғанған икән.
Хитай хәвәр ториниң үрүмчидин бәргән хәвиригә қариғанда, уйғур елидики йеза нопусиниң 40٪ и йәни 5 милйонға йеқин деһқан булғанған су истимал қилидиған болуп, уйғур елидә суниң булғинишидин сирт йәнә, су йетишмәслик әһвалиму нөвәттики бир еғир мәсилә болмақта. Су идарисиниң статистикисиға асасланғанда, уйғур елидә һәр күндә йетишмәйватқан суниң миқдари 200 миң тоннидин ашидикән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елидә 5 милйонға йеқин адәм пакизә су истимал қилалмайдикән
- Уйғур аптоном районлуқ вәкилләр хәлқ қурултийида муһит мәсилисини оттуриға қойиду
- Үрүмчидә су йетишмәслик кишиләрниң нормал турмушидики җидди мәсилә болуп қалди
- Тарим дәрясиниң сүйи хитайниң биңтуән етизлиқлириға ишлитилмәктә
- Бағраш көлидики йәрлик белиқлар йоқулушқа йүзләнмәктә