Үрүмчи даирилири һава муһитини яхшилаш үчүн тәдбир қолланмақчи


2007.01.30

Уйғур аптоном районлуқ муһит қоғдаш идарисиниң тор бетидин мәлум болушичә, -26һәм -27январ күнлири үрүмчидә муһит мәсилиси һәққидә мәхсус йиғин чақирилған болуп, йиғинда муһит мутәхәссислири " үрүмчиниң һава муһитини яхшилаш үчүн чоқум тәбиий газни асаслиқ йеқилғу қилиш керәк" дәп көрсәткән.

Үрүмчиниң һава булғиниш дәриҗиси бу йил бәшинчи дәриҗини көрсәткән болуп, хитай буйичә һава муһити әң начар шәһәр болуп қалған иди.

Үрүмчи һава муһитиниң болупму қиш пәслидә давамлиқ начарлишишиға, үрүмчиниң җуғрапийилик орнила әмәс бәлки көмүрни асаслиқ йеқилғу қиливатқанлиқи асаслиқ тәсир көрситиватқан болуп, йиғинға қатнашқан хитай дөләтлик муһит қоғдаш идарисиниң инҗенери яң җиңтйән пикир баян қилип " уйғур ели тәбиий газ байлиқиға мол, үрүмчиниң һава муһитини яхшилаш үчүн тәбиий газни йеқилғу қилишни кеңәйтиш керәк " дегән.

Уйғурлар хитай һөкүмитиниң уйғур елиниң тәбий газ, нефитқа охшаш тәбиий байлиқлирини пәқәт хитай ичигә тошуп, йәрлик хәлқ үчүн ишләтмәйватқанлиқидин нарази болуп кәлмәктә.

Мутәхәссисләр йиғинда йәнә, үрүмчиниң һава муһитини яхшилаш үчүн үрүмчидики 5000дин артуқ һаваға ис қоюп бериватқан орунларниң енергийә мәнбәсини өзгәртишини оттуриға қойған.

Үрүмчи һөкүмити муһит мутәхәссислириниң пикирлиригә асасән бу йил һава муһитини яхшилаш тәдбирлирини елиш үчүн 5 милйон йүән аҗратмақчи икән. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.