Данийә түрмисидә өлгән уйғур яшниң өлүш сәвәблири гуман қозғимақта


2005.12.30
burhan-zunun.jpg
Мәрһум бурһан зунун . UAA resimi

Данийиниң падборг шәһиридики тутуп туруш мәркизидә өзини есип өливалған дәп елан қилинған бурһан зунунниң өлүми кишиләрдә гуман қозғимақта. Дуня уйғур қурултийиниң германийилик адвокатлар арқилиқ данийә сақчи даирилиридин иглишичә, бурһан зунун нәқ мәйданда өлгән әмәс, бәлки у дохтурханиға елип берилғандин кейин қутқузуш үнүм бәрмәй һаятидин айрилған.

Данийилик сақчилар униң өзини есип өлүвалғанлиқини елан қилған иди. Кишиләр бурһан зунунниң тутуп туруш мәркизидә таяқ зәрбисидин өлүш мүмкинчиликидин гуман қилмақта. Данийә сақчилири һазирғичә бурһан зунунниң өлүш вәқәси тоғрисида тәпсили әһвалларни ашкарилашни рәт қилған.

Дуня уйғур қурултийиниң ашкарилишичә, улар келәр һәптә бурһан зунунниң өлүш сәвәбини ениқлаш үчүн данийигә адвукат әвәтидикән. Адвукат, данийә даирилиридин өлгүчиниң нимә сәвәбтин өлгәнликини тәкшүрүшни тәләп қилиду.

Игилишимизчә, бурһан зунун германийидин норвигийигә кетиватқанда данийә сақчилири тәрипидин тутуп қелинған. У, 22 - яки 23 - декабир күнлири данийидә тутуп қелинған болуши мумкин. Әмма сақчилар униң өлгәнликини 29- декабирда елан қилған болуп, у 25 - декабирда дохтурғаниға елип берилған икән. Сақчилар бурһан зунун өзини есип өлүвалған, дәп елан қилған болсиму, әмма униң дохтурханида өлгәнлики сақчи тәрәпниң чүшәндүрүшигә қарита гуман пәйда қилмақта.

Германийиниң мюнхин шәһиридә җүмә күни мәрһумниң ғайибий намизи чүшүрүлгән. Бу вәқә явропа вә америка қитәсидики уйғур тәшкилатлириниң диққитини қозғиди. Җүмә күни хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийити вә америка уйғур бирләшмиси қатарлиқ тәшкилатлар вашингтондики данийә әлчиханисиға хәт йезип, вәқәни ениқлап беришни тәләп қилған.

Дуня уйғур қурултийи германийидики данийә әлчиханиси билән көрүшкән болуп, әлчихана даирилири вәқәни ениқлап җавап беридиғанлиқиға вәдә бәргән. Бу вәқә хәлқара кәчүрүм тәшкилати, хәтәр астидики милләтләр тәшкилати қатарлиқ хәлқара җәмийәтләрниңму диққитини қозғимақта. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.