Уйғур елидики явайи һайванларни қоғдаш райони бузғунчилиққа учримақта
2004.11.25
Уйғур елидики явайи һайванларни тәбиий қоғдаш районлири шәхсий вә ширкәтләрниң қалаймиқан қурулуш елип бериши вә саяһәтчиликни ечиши нәтиҗисидә зор дәриҗидә бузғунчилиққа учримақта.
Хитайниң тәңритағ тор бетиниң хәвиригә қариғанда, нөвәттә нурғун тәбиий қоғдаш районлири бузғунчилиққа учрап, явайи һайванларниң һаяти хәвп астида қалған.
Борчин қундуз тәбиий қоғдаш райони буниң бир типик мисали болуп, йеқинқи йиллардин боян борчин тәбиий қоғдаш райони ичигә нәччә онлиған қурулушлар чүшкән. Бирақ һечқайсиси қануний рәсмийәт өтимигән. Тәңритағниң ғәрбидики дөләт дәриҗилик тәбиий қоғдаш районлиридиму, йәрлик һөкүмәт даирилири дәрәхләрни қалаймиқан кесип, ширкәтләргә сетивәткән вә пилансиз һалда саяһәтчиликни ечип, тәбиий қоғдаш районлириниң екологилийилик муһитини еғир бузғунчилиққа учратқан.
Хитай даирилири хәвиридә, тәбиий қоғдаш районлиридики бу хил бузғунчилиқ һәрикәтлиригә қарита қандақ конкерт тәдбир алидиғанлиқини тәкитлимигән.
Чәтәлдики бир қисим уйғур тәшкилатлири, хитай һөкүмитини уйғур елидики явайи һайванларни қоғдаш җәһәттики тәдбирлириниң йитәрсилики билән әйиблимәктә. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур йеза егилик йәр мәйданлириниң муһити еғир булғанмақта
- Тәңритағ муз чоққилириму саяһәтчиләр тәрипидин булғанди
- Хитай вә уйғур районида көл вә өстәң сулири булғанмақта
- Семонт завуди розимәт йүзиниң муһитини булғиди
- Сайрам көлигә аққулар йәнә учуп келәрму?
- Хитай һөкүмити һайванларға еғиз - туяқ яллуғи тарқалғанлиқи һәққидики хәвәрләрни чәклигән
- Или вилайитиниң чарва- маллирида җиддий характерлик ғәйри типтики кесәл таралмақта
- Рудилашқан тарим сүйи әтраптики өсүмлүк вә һайванларға тәһдит болмақта