Толуқ қоралланған хитай сақчилири үрүмчи шәһирини чарлашқа башлиди
2005.03.02
Бу йилдин башлап йүздин ошуқ толуқ қоралланған хитай сақчилири һәр күни үрүмчи шәһиридә чарлаш елип баридикән.
"Үрүмчи кәчлик гезити" ниң хәвиригә қариғанда, илгири чарлаш сақчилири сақчи тохмиқи вә яш ақтуруш бомбиси қатарлиқ мудапиәлиниш әслиһәлирини елип йүргән болса, бу йилдин башлап тапанча вә аптоматларни елип йүридикән.
Хәвәрдә көрситилишичә, үрүмчи шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик идариси өткән йили ахиридин башлап чарлаш мудапиә қисмида чоң ислаһат елип барған болуп, толуқ қоралланған йүз нәччә сақчиниң үрүмчи шәһирини күндә чарлиши буниң арисидики муһим бир түр һесаблинидикән.
Хитайниң уйғур елидики партком секритари ваң лечуән 28 - феврал күни бу йәрдики "бөлгүнчилик" кә қарши көрәшниң узун мәзгил давамлишидиғанлиқини әскәртип, "3 хил күчкә зәрбә бериш" ниң муһимлиқини қайта тәкитлигән иди.
Германийидики шәрқий түркистан учур мәркизи, хитайниң уйғур елидә елип бериватқан қаттиқ бастуруш сияситиниң бу йәрдә техиму муқимсизлиқ пәйда қилидиғанлиқини билдүрди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ваң лечүән, компартийә әзалиридин "үч хил күч" кә давамлиқ зәрбә беришни тәләп қилди
- Үрүмчидә су йетишмәслик кишиләрниң нормал турмушидики җидди мәсилә болуп қалди
- Ваң лечүән "террорчилиқ" қа зәрбә беришни қайта тәкитлиди
- Хитай һөкүмити қурбан һейтниң һарписида, хәлқ арисида җиддий кәйпият яратмақта
- Уйғур аптоном районлуқ сот мәһкимә йиғини икки чоң зәрбә бериш нишанини бекитти