Хитай һөкүмити өркәштам чегра еғизини қайта ачти
2005.03.29
Қирғизистандики вәзийәтниң муқимлишишқа қарап йүзлиниши билән, хитай һөкүмити уйғур аптонум райони билән қирғизистан оттурисидики өркәштам чегра еғизини қайта ачти.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити, қирғизистандики сиясий өзгириш сәвәбидин өркәштам чегра еғизини алтә күн тақиғандин кийин, дүшәнбә күни уни қайта ачқан. Бирақ хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лю җәнчав сәйшәнбә күни, хитай пуқралирини зөрүр болмиса, қирғизистанға бармаслиққа агаһландурди.
Қирғизистандики һакимийәт өзгириши җәрянида йүз бәргән булаң - талаң вәқәлиридә уйғур елидин барған уйғур содигәрлири көп зиянға учриған иди. Лю җәнчав баянатида, вәқәләрдә он нәччә пуқрасиниң ярилинип, үчиниң әһвалиниң еғир икәнликини билдүрди. Әмма у бу кишиләрниң дөләт тәвәлики вә яки миллити сәвәбидин нишанға елинғанлиқини рәт қилди.
Буниң алдида франсийә ахбарат агентлиқи, бешкәктики уйғур содигәрлири җайлашқан мәдинә сода базирини булаң- талаң қилған қирғиз яшлириниң мәхсус уйғурларға һоҗум қилғанлиқини хәвәр қилған иди.
Чәтәл мәтбуатлириниң хәвәрлиригә қариғанда, қирғизистандики вәзийәт муқимлишишқа қарап йүзләнгән. Қирғизистанниң алдинқи қарар парламенти сәйшәнбә күни йеңи парламентниң дөләт ичидики җиддий вәзийәтни яхшилаш чақириға аваз қошуп, өзликидин тарқилишқа қошулған. Буниң билән қирғизистандики җиддий паламент киризиси аяқлашқан.
Бу арида, русийигә қечип кәткән қирғизистан президенти әсқәр ақайеф өзиниң қирғизистанниң бирдинбир қанун бойичә сайланған президенти икәнликини көрситип, вәзиписидин истипа бәрмәйдиғанлиқини билдүрди. (Арзу)