Хитай-қазақистан қорғас хәлқара чегра һәмкарлиқ мәркизи қурулуши башланди


2006.06.04

Хитай ахбарат васитилириниң ашкарилишичә, уйғур ели билән қазақистан чегрисиға җайлашқан қорғас чегра еғизидики хәлқаралиқ сода алмаштуруш мәркизи һесаблинидиған хитай-қазақистан хәлқара чегра һәмкарлиқ мәркизиниң хитайға тәвә қисмидики қурулуш рәсмий башланди.

Хитай компартийисиниң уйғур елидики рәсмий мәтбуати һесаблинидиған" тәңри тағ" ториниң учуриға асасланғанда, мәзкур қазақистан-хитай чегра һалқиған сода һәмкарлиқ мәркизиниң омумий йәр мәйдани төт йерим квадрат километрдин артуқ болуп, хитай тәрәптики қисими үч йерим квадрат километир әтрапида икән, мәркәзниң асасий қисими хитай тәвәлики һәм контроллуқида болидикән.

Хәвәрдә көрситилишичә, бу мәркәзниң қурулуши пүткәндин кейин икки тәрәп содигәрлири вә пуқралири бу җайда әркин паалийәт қилалайдикән. Малларғиму әркин елип кириш вә елип чиқиш һоқуқи берилидикән, 8000 миң йүәндин төвән баһадики малдин баҗ кәчүрүм қилиниш бекитилгән болуп, бир қатар пайдилиқ сиясәтләр бәлгиләнгән икән.

Қорғас чегрисидики мәзкур хәлқара һәмкарлиқ мәркизини өткән йили қазақистан рәһбири назарбайев илини зиярәт қилғанда көздин кәчүргән һәмдә өткән йили хитай рәһбири ху җинтав қазақистанни зиярәт қилғанда , бу келишимгә қол қоюлған иди.

Қорғастики мәзкур хәлқаралиқ мәркәзни тәсис қилиш әмәлийәттә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкиси астида музакирә қилинған болуп, әза дөләтләр бирдәк һалда уни қоллиған иди.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.