Б б с программисидики уйғурларға мунасивәтлик хәвәрләр хитай даирилириниң чәклишигә учриди
2005.03.11
Беританийә ахбарат агентлиқи - б б с ниң хитайда ашкарә тарқилитилидиған "җоңго һәптилик хәвәрлири" программисида, җүмә күни тарқитилған уйғурларға мунасивәтлик бир хәвәр хитай даирилириниң кашилисиға учриди.
"Җоңго һәптилик хәвәрлири" программиси бойичә, б б с мухбири җүмә күни қәшқәр шәһиридин мәхсус программа йоллиған. Программида мухбир уйғурларниң вәзийити, мәдәнийити, тарихи , турмуши, кишилик һоқуқ вә диний етиқат әһвалини тонуштуруп, уларниң вәзийити күндин күнгә начарлишип кетиватқанлиқини тилға алған. Программида мухбир, " уйғурлар хитайлардин пәрқлинип туридиған милләт. Улар кәлгүсидә өзиниң мустәқил вәтини болушни үмид қилиду, лекин улар қаттиқ бесимға дуч кәлмәктә," дәп чүшүндүриватқанда программа туюқсиз үзүветилгән.
Бирләшмә ахбарат агентлиқи, б б с мухбири уйғурларға мунасивәтлик сәзгүр ибариләрни ишләткәнлики үчүн "җоңго һәптилик хәвәрлири" программисиниң кашилиға учриғанлиқини хәвәр қилди. Бирләшмә ахбарат агентлиқи, б б с мухбириниң уйғурлар тоғрисидики хәвириниң хитай даирилири тәрипидин бузғунчилиқ характирлик тосқунлуққа уриғанлиқини тәнқидлиди.
Хитай һөкүмити беританийә ахбарат агентлиқи билән түзгән келишим бойичә, б б с ниң хитайда "җоңго һәптилик хәвәрлири"программисини ашкарә тарқитишиға қошулған.(Әркин)