10 Оқуғучи әнгилийә, канада дөләтлиридики 39 алий мәктәпниң қобул қилиш уқтурушини тапшурувалди


2007.06.28

Уйғур аптоном районидики толуқ оттура мәктәпни пүттүргән 10 оқуғучи тунҗи қетим, әнгилийә, канада қатарлиқ дөләтләрдики 39 алий мәктәпниң рәсмий қобул қилиш уқтурушини тапшуруп алған. Бу 10 оқуғучиниң һәр бирси бирдин артуқ мәктәпләрдин чақириқ тапшурувалған болуп, улар шу чақириқ кәлгән мәктәпләрдин бирни, арзулири бойичә, талливелиш һоқуқи бар икән.

Тәңритағ ториниң 28 ‏- июн күни бәргән хәвиридин мәлум болушичә, уйғур аптоном районидики толуқ оттура мәктәпни пүттүргән бу оқуғучилар әгәр әнгилийә вә канададики мәктәпләргә қобул қилинса уларға 1000 фондстерлиңдин 3000 фондстерлиңғичә оқуш мукапати берилидикән. Бу оқуғучиларниң ичидики бирәйлән йәнә 100миң йүәнлик оқуш мукапатиға еришидикән.

Уйғур аптоном районида толуқ оттура мәктәпләрни пүттүргәнләрниң , чәтәлләрдики алий мәктәпләргә бивастә қобул қилиниши уйғур аптоном район тарихида тунҗи қетимлиқ иш һесаблинидикән. Хәвәрдә ейтилишичә, бу он оқуғучи үрүмчидә әнгилийә камбирич университетиниң йеңи түзүлгән дәрсликини тамамлиған болуп, мәзкүр дәрслик дуняда әң кәң қоллинидиған асасий маарип сестимиси икән.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решитниң билдүришичә, гәрчә уйғур оқуғучилар, чәтәлләрдики даңлиқ алий мәктәпләрдә оқушни көп арзу қилсиму, көп һалларда сиясий вә иқтисадий бесимлар түпәйли оқуш пурситигә еришәлмәйдикән. Уйғур оқуғучилар, чәтәлләрдики алий мәктәпләргә қобул қилиниш дәриҗисигә йәтсиму , бирақ маарип органлири санни монопол қилип, уйғурларни бу хил пурсәтләрдин мәһрум қалдуридикән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.