Уйғур елидә деһқанларниң йерини йөткәп ишлитишкә даир йеңи бәлгилимә чиқти
2004.10.21
Уйғур елидики деһқанларниң қаттиқ наразилиқи астида, уйғур аптунум раюнлуқ дөләт зимин байлиқи назарити деһқанларниң терилғу йәрлирини йөткәп ишлитишни тәртипкә салидиған йеңи бәлгилимә чиқиришқа мәҗбур болди.
" Шинҗаң иқтисади гезити" ниң хәвиригә қариғанда, йеңи бәлгилимидә, деһқанларниң йерини йөткәп ишлитиштә чоқум алдин уқтуруш, йәрлик хәлқ қурултийи йәр- зимин төләмлириниң берилишини назарәт қилиш, йөткәп ишлитилгән терилғу йәрләрни бикар ташлап қоймаслиқ вә халиғанчә өй- зимин содиси үчүн ишләтмәслик қатарлиқлар бәлгиләнгән.
" Йезилардики йәр- зиминни йөткәп ишлитиш мәсилисини һәл қилиш хизмәт лаһийиси" дики бәлгилимиләргә асасән, әгәр деһқанларниң йәрлири йөткәп ишлитилгәндин кийин давамлиқ түрдә йеза- игилик ишләпчиқириши үчүн қоллинилса, деһқанларға башқа җайлардин һәқсиз һалда терилғу йәр вә зимин бөлүп берилидикән. Деһқанларға йеңи маканға орунлишиш, давалиниш, нопусқа елиш вә җәмийәт параванлиқи җәһәтләрдин етибар берилидикән.
Уйғур ели йезилирида, һөкүмәт даирилири вә чирик әмәлдарлар деһқанларниң йәрлирини қалаймиқан тартивелип, уларға тигишлик төләм бәрмәйдиған әһваллар көп көрүлиду. Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, хитай һөкүмитиниң йеңи бәлгилимисини қарши алидиғанлиқини, бирақ бу бәлгилимә билән деһқанларниң йәр һоқоқиниң капаләткә игә болишиға гуман билән қарайдиғанлиқини билдүрди. (Арзу)