Дилшат ришитниң аяли хитай сақчилириниң сорақ қилишиға учриди
2005.06.08
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришитниң аяли меһрибан германийидин бейҗиңға барғанда хитай бихәтәрлик даирилири тәрипидин тутуп қелинған. Шундақла хитай сақчилири униң паспортини тартивелип үрүмчидики аилисидә нәзәрбәнткә алған. Йеқинда меһрибан йошурун һалда хоңкоң арқилиқ германийигә келивалған.
Тәйвән мәркизий ахбарат агентлиқиниң мәлум қилишичә, меһрибан 3 - айниң 15 - күни германийидин бейҗиң айрупилан истансисиға йетип кәлгәндә, бир нәччә пуқрачә кийингән хитай бихәтәрлик идарисиниң хадимлири уни удул бир меһманханиға елип кетип, бир һәптигичә униң бу йәргә келиштики мәқсәт-муддиалирини сүрүштә қилған.
Бир һәптидин кейин, бихәтәрлик хадимлири уни үрүмчигә елип келип, аилидә нәзәрбәнткә алған. Кейин меһрибан башқиларниң ярдими билән алған ялған паспорт арқилиқ 6 яшлиқ қизини елип хоңкоңға қечип чиққан һәмдә у йәрдин германийигә тинч-аман чиқивалған. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка һөкүмити рабийә қадир аилисигә көңүл бөлидиғанлиқини билдүрди
- Һиндистан даирилири бир уйғур мусапирини қанунсиз тутқун қилди
- Рабийә қадир сода сарийидики икки нәпәр хадим тутқун қилинди
- Хитай һөкүмити шаярдики бир аял муддәрисини қолға алди
- Тәҗрибә оттуриниң бир оқуғучиси хәтәрлик маддиларни сақлиғанлиқи үчүн сүрүштүрүлгән