Хитай һөкүмити уйғурларниң диний әркинликини боғуватиду
2005.04.11
Хәлқара кишилик һоқуқни күзитиш тәшкилати вә хитайда кишилик һоқуқ тәшкилати дүшәнбә күни бирликтә доклат елан қилип, хитай һөкүмитиниң бөлгүнчилккә вә террорчилиққа қарши туруш нами астида, уйғур хәлқиниң диний әркинликини бастуруш һәрикити елип бериватқанлиқини билдүрди.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати вә хитайда кишилик һоқуқ тәшкилатиниң ейтишичә, 114 бәтлик мәзкур доклат хитай коммунист партийиси вә хитай һөкүмитиниң һазирға қәдәр ашкарилимиған мәхпий һөҗҗәтлиригә, уйғур районида йолға қоюлған йеңи қанун вә бәлгимиләргә, хитай мәтбуатида чиққан хәвәләрләргә шундақла уйғур районида кишиләр билән елип берилған сөһбәтләргә асасән тәйярланған икән .
Доклатта, хитай һөкүмитиниң уйғур районида елип бериватқан қанунлириниң мурәккәплики, бу қанун вә бәлгилимиләрниң уйғурларни диний әркинлик, җәмийәт қуруш әркинлики, йеғилиш әркинлики вә сөзләш әркинликидин пүтүнләй мәһрум қалдуриватқанлиқи пакит - испатлар билән ашкариланған .
Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатиниң асия бөлүминиң мудири брад адамс, хәлқара террорчилиқниң уйғур районидики бастуруш һәрикитини техиму тезлитиш үчүн хитайға наһайити яхши пурсәт яритип бәргәнликини тәкитләп, бейҗиң һөкүмити хитайлар күнсери илгирилигән һалда диний әркинликтин бәһримән боливатқан бир пәйттә, динни уйғурларни техиму көп бастуруш үчүн бир васитә қилип ишләтмәктә, деди. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири: уйғурларға қаритилған диний бесим күчлүк
- Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хитайниң 2004 - йиллиқ кишилик һоқуқ вәзийитини әйиблиди
- Америка ташқи ишлар министирлиқи, хитайдики кишилик һоқуқ тоғрисида йиллиқ доклат елан қилди
- Америка хитайниң кишилик һоқуқини әйибләйдиған қарар лайиһиси сунмайдикән
- Хитай, америкиниң кишилик һоқуқини әйиблиди