Яврупа парламенти хитайдики диний әркинлик тоғрисида мухбирларни күтивелиш йиғини ачти
2006.06.01
яврупа парламенти 31 - май күни, брукселда, хитайдики диний әркинлик дегән темида мухбирларни күтивелиш йиғини чақирди.
Дуня уйғур қурултийи баш катиплиқиниң 1 - июн бәргән хәвирдин мәлум болушичә, мухбирларни күтивелиш йиғиниға дуня уйғур қурултийи рәиси әркин алптекин вә тибәтниң диний даһиси далай ламаму қатнашқан болуп, мәзкүр йиғинда әркин алптекин уйғурларниң 55 йилидин бери, ялғуз диний әркинлик җәһәттила әмәс бәлки хитай һөкүмитиниң маарипни хитайчилаштуруш, пиланлиқ туғут сияситиниң қурбани болуп келиватқанлиқини паш қилған.
Әркин алптекин йиғинға қатнашқан яврупа парламентиниң рәһбәрлиригә башқа мухбир вә вәкилләргә шәрқий түркистанниң вәзийити баян қилинған язма материялларни тарқатқан.
яврупа парламенти тәрипидин ечилған мухбирларни күтивилиш йиғиниға йәнә, тибәт , фалоңгуң вәкиллири қатнишип, хитайниң охшашла өзлириниң кишилик һоқуқи вә диний әркинликини дәпсәндә қиливатқанлиқини билдүргән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Д у қ рабийә қадир башчилиғидики америка уйғур бирләшмисиниң йеңи һәйәтлирини тәбриклиди
- Әркин алптекин дуня ислам кеңиши тәшкилатиға уйғурларниң диний әркинлики һәққидә мураҗиәтнамә йоллиди
- Дуня уйғур қурултийи хитайни уйғур мусулманлирини ғәрбкә қарши күшкүртүш билән әйиблиди
- Дуня уйғур қурултийи: хитай һөкүмити "қәрәллик бомба" һазирлаватиду
- Уйғур тәшкилатлири хитайни терроризм мәсилисидә қош өлчәм қолланмақта, дәп әйиблиди