Хитай компартийиси уйғур елидә миллий һәм диний ишларни башқурушни йәниму күчәйтмәкчи


2007.02.04

Уйғур аптонум райони һөкүмәт тор бетидин ашкарилинишичә, өткән җүмә күни ечилған уйғур аптонум районлуқ партком бирлик сәп йиғинида асаслиқ миллий һәм диний ишларға болған башқурушни күчәйтиш тәкитләнгән.

Йиғинни башқурған аптонум районлуқ партком муавин рәиси нур бәкри, партком бирлик сепиниң өткән йиллиқ хизмити һәққидә хуласә берип, "өткән бир йилда биз миллий ишларни һәммидин муһими диний ишларни әң муһим хизмәт сүпитидә тутуп ишләп, вәтәнпәрвәр диний затларни тәрбийиләш билән сиясий тәрбийини бирләштүрүп бошаштурмай елип барғачқа уйғур аптонум райониниң муқимлиқини ишқа ашурушта нәтиҗә һасил қилдуқ. Бундин кейинки хизмәттиму буни һәргиз бошашмай давамлаштуришимиз керәк" дегән.

Йиғинда йәнә аптонум районлуқ парткомниң бирлик сәп хизмити һәққидики қарари оттурға қоюлған болуп буниңда, вәтәнпәрвәр динний затларни тәрбийиләш һәмдә миллий кадирларни сиясий аң җәһәттин тәрбийиләшни муқимлиқтики әң муһим хизмәт сүпитидә тутуп ишләш, қанунсиз диний паалийәтләргә зәрбә беришни қәтий давамлаштуруш қатарлиқлар тәкитләнгән.

Хитай даирлири ислам дини вә башқа динға етиқат қилғучиларни қаттиқ бастуруп келиватқан болуп, нөвәттә хитай хәлқаралиқ кишилик тәшкилатлири тәрипидин кишилик һоқуқ вә диний әркинлики әң еғир дәпсәндә қилиниватқан дөләт қатарида әйибпләнмәктә. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.