Д у қ германийә даирилирини уйғурларниң террорлуқ һуҗум пиланлаватқанлиқи һәққидики хәвәргә диққәт қилишқа чақирди
2004.12.15
Мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийи баянат елан қилип, германийә даирилиридин мәзкур дөләттики уйғурларниң хитайда террорлуқ һәрикити елип беришни пиланлаватғанлиқи һәққидики хәвәргә диққәт қилишни тәләп қилди.
Дуня уйғур қурултийи алдинқи күни елан қилған баянатида мундақ дәйду: "бу бейҗиңниң 2003 - йили 12 - айда елан қилған 'биринчи түркүмдики шәрқий түркистан террорлуқ тәшкилатлар вә террорчилар тизимлики' ни ақтуралмиғандин кейин, шундақла 2004 - йили 4 - айда дуня уйғур қурултийиниң қурулушини тосалмиғандин кейин, германийидә қанунлуқ паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатларға қарши ойниған 'террорчилиқ' һәққидики йеңи оюни."
Германийидә чиқидиған "дер спейгел " гезитиниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити йеқинда германийә аманлиқ даирилиригә германийидики уйғур тәшкилатлириниң хитайда террорлуқ һуҗум пиланлаватқанлиқи һәққидики пакитларға еришкәнликини уқтурған.
Германийә даирилири хитай тәрәпниң тәлипи бойичә бейҗиңға икки нәпәр тәкшүргүчи әвәтидиғанлиқини елан қилған. "Дер спейгел" гезитиниң ашкарилишичә, хитай һөкүмити германийә даирилиридин германийидики уйғур тәшкилатлирини шундақла тәшкилат рәһбәрлирини чәкләшни тәләп қилған, бирақ германийә даирилириниң рәт қилишиға учриған.
Дуня уйғур қурултийи, хитайларниң 11 - сентәбир трагедийисини пурсәт билип, шәрқий түркистандики уйғурларни җазалаватқанлиқини, шундақла уларниң хитай мустәмликичилик һөкүмранлиқиға қарши йоллуқ һәрикитини " террорчилиқ" дәп қарилаватқанлиқини илгири сүргән.(Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Германийә, хитайниң шу дөләттики уйғурлар һәққидики әрзини тәкшүрүш үчүн мәхсус хадим әвәтишни пиланлимақта
- Германийә хитайниң шу дөләттики уйғурлар һәққидики әрзини тәкшүрмәкчи
- Дуня уйғур қурултийи хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита сиясий һәркәтлирини давамлаштурватқанлиқини билдүрмәктә
- Уйғур қурултийиниң тунҗи нөвәтлик иҗраийә комитети һәйәтләр йиғини өткүзүлди