Дуня уйғур қурултийи хитай алий сот мәһкимисиниң баянитини әйиплиди
2005.02.22
Дуня уйғур қурултийи сәйшәнбә күни баянат елан қилип, хитай алий сот мәһкимисиниң башлиқи шяв яңниң , "әдилийә системиси пуқраларниң кишилик һоқуқини қоғдашта зор нәтиҗиләрни қолға кәлтүрди" дегән сөзигә рәддийә бәрди.
Хитай алий сот мәһкимисиниң башлиқи шяв яң, йеқинда хитайдики "кишилик һоқуқ" жорнилиниң зияритини қубул қилип," кишилик һоқуқни қоғдаш хитайниң асасий қануниға киргүзилиши билән пүтүн мәмликәттики әдилийә системилири кишилик һоқуқни қануний капаләткә игә қилишқа тиришти" дегән.
У йәнә, әдилийә системисиниң кишилик һоқуқни қоғдашта зор нәтиҗиләрни қолға кәлтүргәнликини, болупму өлүм җазаси беришни қаттиқ контрол қилип, өлүм җазаси бериш тәртибини чиңайтқанлиқини көрсәткән иди.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит , шяв яңниң әмәлийәтни бурмилиғанлиқини қаттиқ әйиплиди. У баянатида "уйғур сиясий мәһбуслири сотқа тартилғанда, қанунда бәлгиләнгән һечқандақ һоқуқтин бәһриман болалмайватиду. Хитай һөкүмити нурғун уйғурларға сиясий сәвәбтин өлүм җазаси бериватиду. Һалбуки хитай әдилийә даирилири уларға өлүм җазаси бәргәндә вә яки өлүм иҗра қилғанда, қануний тәртипләр бойичә әмәс, бәлки хитай һөкүмитиниң иһтияҗи билән иш көрүватиду" деди.
Дилшат ришит, хитай алий сот мәһкимисиниң башлиқи шяв яңниң, б д т ниң киләр айда җәнвәдә ечилидиған кишилик һоқуқ йиғининиң һарписида, хитайдики кишилик һоқуқниң яхшиланғанлиқи һәққидә сөз қилип, хәлқара җәмийәтниң бесимини йәңгиллитишкә уруниватқанлиқини көрсәтти. У ахирида, хитай һөкүмитини пуқраларниң қанунда бәлгиләнгән һоқуқлириға һәқиқий капаләтлик қилишқа чақирди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмитиниң сияси мәһбуслар тизимликидики икки уйғур
- Дуня уйғур қурултийи пүтүн дунядики уйғурларниң қурбан һейтини қутлуқлиди
- Дуня уйғур қурултийи җав зияңға баһа бәрди
- Дуня уйғур қурултийи " хәлқ вәкиллири" ни қаттиқ әйиплиди
- Д у қ хитай һөкүмитиниң миллий зиддийәтни күчәйтиватқанлиқини әйиплиди
- Д у қ қирғизистан һөкүмитини, қирғизистандики уйғурларниң кишилик һоқуқини һөрмәт қилишқа чақирди
- Д у қ германийә даирилирини уйғурларниң террорлуқ һуҗум пиланлаватқанлиқи һәққидики хәвәргә диққәт қилишқа чақирди
- Дуня уйғур қурултийи хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита сиясий һәркәтлирини давамлаштурватқанлиқини билдүрмәктә