Дуня уйғур қурултийи пәйшәнбә күни баянат елан қилип, шивитсарийә сақчилириниң дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса әпәндигә қаратқан йолсиз қилмишлирини қаттиқ әйиблиди.
Қурултай баянатчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, б д т кишилик һоқуқ комитетиниң йиллиқ йиғини җәнвәдә ечиливатқан бир пәйттә, долқун әйса әпәнди вә бир қисим уйғурлар германийидин шивитсарийигә келип, тибәтләр билән бирликтә 7 - април күни б д т бинасиниң алдида тинчлиқ намайиши өткүзгән.
Намайиштин кәйин, долқун әйса әпәнди һәмралири билән мәйдандин айрилишқа тәмшәлгәндә, шивитсарийә сақчилири уларни қоршавға елип, долқун әйса әпәндиниң кимлик кенишкисини тәкшүргән. Арқидин уни сақчи понкитиға елип кәткән. Сақчилар, долқун әйса әпәндини бәш саәт әтрапида тутуп турған һәмдә бу җәрянда униң адвокат билән көрүшүш тәлипини рәт қилған.
Дилшат ришит баянатида, бундақ кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң " б д т кишилик һоқуқ комитетиниң оргини турушлуқ, кишилик һоқуқни қоғдаш пайтәхти дәп нам алған җәнвәдә йүз бәргәнликидин интайин әпсуслинидиғанлиқини билдүрди.
Дилшат ришит ахирида, дуня уйғур қурултийиниң долқун әйсаниң сәвәбсиз қолға елинишиға қаттиқ нарази болғанлиқини билдүрди һәмдә бу наразилиқини шивитсарийә һөкүмитигә йәткүзгәнликини көрсәтти. Униң ейтишичә, дуня уйғур қурултийи хәлқара җәмийәтниң бу мәсилигә болған диққитини қозғаш үчүн давамлиқ тиришидикән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Д у қ ниң муавин рәиси әнвәр җан җәнвә кишилик һоқуқ йиғинида сөз қилди
- Дуня уйғур қурултийи хитай алий сот мәһкимисиниң баянитини әйиплиди
- Дуня уйғур қурултийи пүтүн дунядики уйғурларниң қурбан һейтини қутлуқлиди
- Дуня уйғур қурултийи җав зияңға баһа бәрди
- Дуня уйғур қурултийи " хәлқ вәкиллири" ни қаттиқ әйиплиди