Уйғурлар мәсилиси, италийидики хәлқаралиқ йиғинда оттуриға қоюлиду
2005.05.05
Кишилик һоқуқ мәсилилиригә көңүл бөливатқан мәркизи италийидики рейти муһаҗирлар җәмийити, италийә тәнһәркәтчиләр бирләшмиси, финландийә қизил крест җәмийити, гирманийидики дуня уйғур қурултийи қатарлиқ алтә хәлқаралиқ тәшкилат бирлишип, чаршәнбә күни италийиниң рейти шәһиридә " тосақлардин өтүш" темисида йиғин ачти.
Йиғинға қатнашқан дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, хәлқарадики 93 тәшкилатниң вәкиллири қатнашқан бу қетимқи йиғинда асаслиқи, явропадики муһаҗирлар вә илтиҗачилар мәсилиси, фашизмға, айримичилиққа вә ирқчилиққа қарши туруш, мәтбуат вә алақә ишлирида мәвҗут боливатқан мәсилиләр қатарлиқ темиларда музакирә елип берилиду.
Долқун әйса әпәндиниң ейтишичә, йиғинға қатнашқан уйғур вәкиллири явропада илтиҗа қилған уйғурларниң мәсилиси , уйғурларниң мәдәнийити вә маарипиниң йоқитишқа учраватқанлиқ мәсилиси қатарлиқларни оттуриға қойидикән. Шундақла уйғурлар дүч келиватқан кишилик һоқуқ вәзийитини тонуштуридикән. Мәзкур йиғин 8 - март күнигичә давамлишидикән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Д у қ бейҗиңниң уйғур елидә "дөләтни парчилашқа қарши қанун" ни тәшвиқ қилғанлиқини әйиплиди
- Уйғурлар канадада йиғин ечип, шәрқий түркистан мәсилисини музакирә қилиду
- Д у қ шивитсарийә сақчилириниң йолсиз қилмишлирини әйиплиди
- Д у қ ниң муавин рәиси әнвәр җан җәнвә кишилик һоқуқ йиғинида сөз қилди
- Дуня уйғур қурултийи хитай алий сот мәһкимисиниң баянитини әйиплиди