Дуня уйғур қурултийи: хитай һөкүмити "қәрәллик бомба" һазирлаватиду
2005.09.30
Мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийи җүмә күни баянат елан қилип, уйғур аптоном райониниң вәзийитини қәрәллик бомбиға охшатти.
Қурултайниң уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләш паалийити өткүзүлүштин бир күн илгири елан қилған баянатида, "сияси җәһәттики бастуруш, мәдәнийәт җәһәттики ассимилятсийә, иқтисадий експилататсийә, екелогийилик бузғунчилиқ вә ирқий кәмситиш сиясити шәрқий түркистанни қәрәллик бомбиға айландуруп қойди," дәп тәкитлиди.
Дуня уйғур қурултийиниң агаһландурушичә, хитай даирилириниң сиясити шәрқий түркистанда хитайға қарши кәйпиятни юқири көтүрүш ролини ойниған.
Буниңдин илгири шәрқий түркистан азадлиқ тәшкилати, әгәр хитай һөкүмити райондики сияситини өзгәртмисә, қораллиқ вастиларни қоллинидиғанлиқини агаһландурған.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, дуня уйғур қурултийи қораллиқ күрәш йолини тутмайду, қоллимайду вә буниңға илһамландурмайду, деди. Әмма у, шәрқий түркистан азадлиқ тәшкилатиниң қораллиқ вастиларни қоллиниш тоғрисидики баянатиға баһа беришни рәт қилди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка, пуқралирини уйғур аптоном райониға бармаслиққа агаһландурди
- Логән, уйғур елидә "террорчилиқ" қа қарши бастурушни күчәйтишни тәләп қилди
- Ло гән алтайда йәнә "бөлгүнчиләр" гә һуҗум қилди
- Ло гән, уйғур аптоном районида "бөлгүнчиләр" гә қарши туруш тоғрисида җар салди
- Байинғолинда юқири дәриҗилик бир уйғур кадир өзини өлтүрүвалди