Дуня уйғур қурултийи хитайни уйғур мусулманлирини ғәрбкә қарши күшкүртүш билән әйиблиди


2006.02.07

Хитай ташқий ишлар министирлиқи сәйшәнбә күни ғәрб мәтбуатлирини муһәммәд пәйғәмбәрниң һәҗиви рәсимини елан қилип,мусулманларниң диний һиссиятиға азар бериш билән әйиблигәндин кейин, мәркизи германийидики дуня уйғур қурулйити шу күни елан қилған баянатида, хитай һөкүмити мусулманларниң диний һиссияти азар йигәнликини баһанә қилип, уйғурларни ғәрп әллиригә қарши күшкүртмәктә дәп әйиблиди.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, " биз ахбарат әркинликини қоллаймиз, әмма ахбарат әркинлики һәр қайси дин мухлислириниң диний һиссиятини һөрмәт қилиш чегрисидин һалқип кәтмәслики керәк,дәп қараймиз" деди. У, " хитай һөкүмити бу вәқәни баһанә қилип, уйғур, туңган қатарлиқ мусулман хәлқләрни ғәрбкә қарши күшкүртүшкә урунмақта. Әгәр бейҗиң һөкүмитиниң пәйғәмбиримизни һөрмәт қилиш мәйли болса, алди билән шәрқий түркистандики мәсчит дәрвазилириға есилған аяллар, яш - өсмүрләр, ишчи - хизмәтчиләр мәсчиткә киришкә болмайду, дәп йезилған лозункиларни еливетиш керәк, рамизан ейида оқутқучи, оқуғучи вә дөләт ишчи‏- хизмәтчилирини тамақ йийишкә зорлимаслиқи керәк" дәйду.

Куң чүән, сәйшәнбә күни елан қилған баянатида тәрәпләрни өзини тутувелишқа чақирип, " кесәлни давалашниң принсипи охшимиған динлар вә мәдәнийәтләр өз ‏- ара бир - бирини һөрмәт қилиш, тинчлиқта биргә туруш вә өз ара маслишиш " дәп тәкитлигән. У, " биз мунасивәтлик тәрәпләрниң тәмкин болуш, соғуққан болушини вә мәсилиниң алақә - диалог йоли билән һәл қилинишини үмид қилимиз " дәйду.

Бу арида данийиниң һиндонезийидики әлчиханиси намайишчилар тәрипидин таш боранға тутулған. Данийә һөкүмити бу дөләттики пуқралирини һиндонезийидин айрилишқа чақирди. Пакистанда сәйшәнбә күни 5000 киши намайиш қилған. Филипинда мусулманлар данийә байриқини көйдүрди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.