Дуня уйғур қурултийиниң 2 - нөвәтлик қурултийи мюнхенда ечилди
2006.11.24
Мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийиниң 2 - нөвәтлик қурултийи җүмә күни мюнхенда 11 дөләттин кәлгән тәхминән 60 дәк вәкилниң иштирак қилиши вә бир қисим хәлқара тәшкилатларниң күзәткүчи сүпитидә қатнишиши билән ечилди.
Дуня уйғур қурултийи баш катипи долқун әйса қурултай башлиништин бурун бәргән бир баянатта, бу қетимқи қурултайниң хәлқара уйғур һәрикити тарихида "дәвр бөлгүч" йиғин болуп қалидиғанлиқини билдүрди.
Вәзийәттин хәвәрдар кишиләрниң әскәртишичә, бу қетимқи қурултайда хәлқара уйғур һәрикитиниң буниңдин кейинки йүзлиниши бәлгилинидиғанлиқини билдүрмәктә. Шуниң билән биргә қурултай рәһбәрлик қатлимида бәзи өзгүрүшләр йүз бериши мумкин.
Күзәткүчиләрниң пәрәз қилишичә, кишилик һоқуқи паалийәтчиси вә уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир дуня уйғур қурултийиниң рәисликигә сайлиниш мумкинчилики зор, дәп қаралмақта.
Хитай һөкүмитиниң қурултай тоғрисида германийә һөкүмитигә инкас билдүргән яки билдүрмигәнлики һазирчә мәлум әмәс. Лекин хитай һөкүмити2004 -йили дуня уйғур қурултийи 1 - нөвәтлик қурултийини вә буниңдин бурун чақирилған йиғинлар тоғрисида германийә һөкүмитигә етираз билдүргән. Шу қетимқи қурултайни "террорчилар" ниң йиғилиши, дәп әйиблигән хитай һөкүмити йиғинни чәкләшни тәләп қилған болсиму, лекин германийә һөкүмити хитай даирилириниң тәлипини рәт қилип, йиғилишни германийә қанунлириға уйғун, дәп қоғдиған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Д у қ 2 - нөвәтлик вәкилләр қурултийи һәққидә ахбарат баяннамиси елан қилди
- Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решит билән уйғур мәсилиси һәққидә сөһбәт
- Д у қ уйғур тәшкилатлири террорчи тәшкилат әмәс дәп йәнә бир қетим тәкитлиди
- Әркин алип текин америкиниң демократийини илгири сүрүш фонд җәмийитигә рәхмәт ейтти
- яврупа парламенти хитайдики диний әркинлик тоғрисида мухбирларни күтивелиш йиғини ачти