Д у қ хитайниң аз санлиқ милләтләргә бәргән вәдилиргә әмәл қилмиғанлиқини әйиблиди
2005.06.28
Мәркизи агентлиқиниң 28 - июн күнидики хәвиридә ейтилишичә, 7 - айниң 1 - күни хитай коммунист партийиси қурулғанлиқиниң 78 йиллиқи болуп, бу мунасивәт билән шинҗаң уйғур аптонум райониниң мустәқиллиқи үчүн паалийәт елип бериватқан дуня уйғур қурултийи, хитай коммунист партийисиниң әйни дәвирдә уйғурларниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқиға игә икәнлики һәққидә бәргән вәдисидә турушини тәшәббус қилди.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит мәркизи агентлиқниң мухбириға мундақ деди:
"Хитай компартийиси йеңи қурулған чағдики 1 - қетимлиқ дөләтлик вәкилләр қурултийида мундақ қарар мақулланған: дөләтниң асасий қанунида, милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш сияситини қәтий етирап қилиш һәмдә аз санлиқ милләтләрниң җоңхуа совет һакимийитидин айрилип чиш яки қошулуп кириш әркинликигә рухсәт қилиш дегәнләр бәлгиләнгән".
У йәнә мундақ деди: "хитай компартийиси қурулғандин буянқи 78 йиллиқ тарихида, 1 - қетимлиқ қурултийи мақуллиған дөләт асасий қанунини, шинҗаңдики уйғурларниң өз тәқдирини өзи бәлгиләштәк қануний һоқуқини һәмдә пуқраларниң әркин таллаш һәқлирини әзәлдин иҗра қилип бақмиди". (Қанат)