Д у қ: қәшқәр үсти очуқ түрмигә айланди

Дуня уйғур қурултийиниң сәйшәнбә күни ашкарилишичә, хитай һөкүмити олимпик мәшили уйғур аптоном райониға йәткүзүлгәндә уйғурларниң наразилиқ билдүрүш һәрикәтлирини қозғишидин әндишә қилип, қәшқәр дияриниң чәт йеза, қишлақ, кочилириғичә чарлаш әтрәтлирини турғузуп, бу җайни очуқ түрмигә айландурған.
Мухбиримиз өмәр қанат хәвири
2008.05.06

 Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решит тәйвән мәркизи агентлиқи вә истансимизға бәргән баянатида, бейҗиң олимпик мәшилиниң 25 ‏ - майдин 27 ‏ - майғичә шәрқий түркистанға йәткүзүлидиғанлиқини, қәшқәр уйғурлар әң көп олтурақлашқан район болғанлиқи үчүн, уйғурларниң хитайға қарши баш көтүрүшиниң алдини елиш үчүн, коча - кочиларда қораллиқ әскәрләр чарлаш елип берип, уйғурларни көзитиватқанлиқини билдүрди.

Дилшат решитниң ейтишичә, хитай қораллиқ қисимлири гуманлиқ дәп қариған уйғурларни қәшқәр шәһәрлик тутуп туруш орунлириға солиғандин сирт, наһийилик түрмә сорақханилириға йөткигән.

Дилшат ришит йәнә, қәшқәр шәһириниң һалитини тәсвирләп, "үсти очуқ түрмә" деди.

Бейҗиң олимпик мурасимиға 100 күн қалғанда, шәрқий түркистанниң мәркизи үрүмчидиму, уйғурларға сиясий зәрбә бериш һәрикити қозғалғанлиқини тәкитлигән дилшат решит, үрүмчи нопусиға игә болмиған уйғурларниң кәлгән җайлириға қоғланғанлиқини тәкитлиди.

Дуня уйғур қурултийи, олимпик инсанларниң ғурурини дәпсәндә қилиш бәдилигә өткүзүлсә, бу олимпик роһиға еғир дәриҗидә хилаплиқ қилғанлиқ һесаблинидиғанлиқини ипадиләп, хәлқара олимпик комитетидин, шәрқий түркистанға олимпик мәшилини йәткүзүш паалийитини әмәлдин қалдурушни тәшәббүс қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.