Д у қ рабийә қадир башчилиғидики америка уйғур бирләшмисиниң йеңи һәйәтлирини тәбриклиди


2006.05.31
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Баш шитаби германийидики дуня уйғур қурултийи чаршәнбә күни баянат елан қилип, америка уйғур бирләшмисиниң рәисликигә тәйинләнгән атағлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханимни вә башқа һәйәтләрни тәбриклиди.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси әркин алптекин намида йезилған бу баянатта, " рабийә ханимниң америка уйғур бирләшмсииниң рәисликигә сайланғанлиқи, миллий давайимизниң америкида америка уйғур бирләшмисини мәркәз қилған һалда техиму раваҗлиниш вә тәшкилий қурулминиң техиму күчлиниш йолидики тарихий бир вәқә" дәп көрситилгән.

Баянатта йәнә, америка уйғур бирләшмисиниң нәччә йиллиқ көзгә көрүнәрлик нәтиҗилири тәбрикләнгән һәмдә рабийә ханимниң хитай түрмисидин чиқип вашингтонға қәдәм басқан күнидин буян , пүтүн җасарити билән тиним тапмастин шәрқий түркистан мәсилилирини дуня җамаәтчиликигә, җүмлидин америка, яврупа парламентлири вә һөкүмәтлиригә аңлитиш йолида көп мусапиларни басқанлиқи шәрһиләнгән.

Әркин алптекин дуня уйғур қурултийидики барлиқ рәһбәрләргә вә қурултай тәркибидики барлиқ тәшкилатларға вакалитән елан қилған бу баянатида, "рабийә ханим билән һазирғичә мүрини-мүригә тирәп, бир муш болуп давамлаштуруп кәлгән бирлик, һәмкарлиқниң буниңдин кейинки хизмәт җәрянида әйнән давамлишидиғанлиқиға вә һәтта техиму мукәммәллишидиғанлиқиға ишинимән" дәп җакарлиған.

Америка уйғур бирләшмисиниң икки йилда бир ечилидиған қурултийи 28‏-май йәкшәнбә күни вашингтонда ечилип, атағлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир мәзкур җәмийәтниң рәисликикә сайланған иди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.