Дуня уйғур қурултийи хитайни учур әркинликини кәң қоюветишкә чақирди
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.07.30
2008.07.30
Дилшат ришит баянатида, хитай һөкүмити буниңдин бурун дуняға бәргән вәдисигә хилаплиқ қилмаслиқи керәк; һазир бейҗиңда олимпик мусабиқиси өткүзүлүшкә йеқин қалған мушу күнләрдә, олимпикни баһанә қилип учур әркинликини чәкләшни дәрһал тохтитип, һәр қандақ мухбирниң шәрқи түркистанға берип бималал зиярәт қилишини тосумаслиқи керәк, түрмиләргә қамап қойған 'сиясий җинайәтчи'ләрни дәрһал қоюп бериши керәк; шундақла, мухбирлар зиярәт қилған уйғурларға вә уларниң уруқ - туғқанлириға зиянкәшлик қилмаслиққа қайтидин вәдә бериши керәк, дәп тәкитлиди.