Д у қ хитайниң уйғурларға қаратқан мәҗбурлаш тәрбийилирини тохтитишини тәләп қилди

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит бүгүн истансимиз арқилиқ, хитай даирилириниң уйғурлар әң көп олтурақлашқан қәшқәр районида аһалини хитайниң " вәтән сөйүш " тәрбийисигә мәҗбурлаватқанлиқиға наразилиқ билдүрди.
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.06.05

 Хитайниң олимпик мәшили 6 ‏ - айниң 25 ‏ - күни уйғур елигә йәткүзүлмәкчи болуп, мәшәл 26 ‏ - июн күни қәшқәргә йәткүзүлгәндә районда наразилиқ һәрикәтлириниң чиқип қелишидин әндишә қилған хитай даирилири уйғурларни " вәтән сөйүш тәрбийиси "гә мәҗбурлимақта.

Мәзкүр тәрбийә, барлиқ оқутқучи ‏ - оқуғучи, ишчи ‏ - хизмәтчи, диний затлар вә тиҗарәтчиләрни өз ичигә алған һәр саһә хадимлиридин болуп, 260 миңдин артуқ адәмниң мәҗбурий өгиниши шәрт қилинған. Нөвәттә бу һәрикәт техиму чоңқурлап елип берилип, һәтта һәр хил лозункилар есилған тәшвиқат аптомобиллири һәмдә қораллиқ сақчи ‏ - әскәрлири кочиму - коча вә мәһәллә арилап назарәтни күчәйтмәктә вә өз тәшвиқатлирини тарқатмақта.

Дуня уйғур қурултийи, хитай һөкүмитидин уйғурларға қаратқан бу хил мәҗбурлаш йосундики" вәтән сөйүш тәрбийиси " ни дәрһал тохтитишини вә уйғурларниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқиға һөрмәт қилишини тәләп қилди. Дилшат ришит әпәнди йәнә, уйғурлар һәр қандақ бесим болушидин қәтийнәзәр, өз вәтинигә болған сөйгүсидин ваз кәчмәйдиғанлиқини тәкитлиди.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.