Хитай уйғур елида юқири бесимлиқ икки көмүр електир истансиси қуриду


2005.12.27

Хитай даирилири уйғур аптоном районида 2010 - йилғичә хитайниң ички өлкилирини електир токи билән тәминләйдиған юқири бесимлиқ икки көмүр електир истансиси қуридиғанлиқини җакарлиди.

Хитай мәтбуатлириниң ашкарилишичә, қурулғуси електир истансилири хитайниң шәрқидики өлкиләрни йилиға бәш милярд киловат ток билән тәминләйдикән. Қурулғуси електир истансилириниң биридә қурулуш башланған. Йәнә бириниң қурулуши 2006 - йили башлинидикән. Уйғур аптоном райониниң омуми көмүр записи икки трилйон тонна болуп, бу хитай омуми көмүр записиниң 40 % ни игиләйду. Бу қурулушқа "ғәрбниң електир токини йөткәш пилани", дәп нам берилгән.

Бу пилан бойичә уйғур аптоном районида шәрқий җуңғар, җәнубий җуңғар, қумул- турпан қатарлиқ җәмий 4 чоң көмүр електир истансиси қурулмақта иди. Бу қурулуш, хитай даирилириниң "ғәрбтики газни шәрққә йөткәш" пиланидин кейин йолға қойған йәнә бир истиратегийилик қурулуши болуп һесаблиниду.

Әмма бу қурулуш муһит қоғдиғучиларниң тәнқидигә учримақта. Улар көмүр електир истансиси районниң әзәлдинла назук екологийисини техиму вәйран қилиду, дәп әйиблисә, чәтәлдики уйғур тәшкилатлири бу қурулушни шәрқий туркистанниң кан байлиқлирини " булаң - талаң қилиш" қәдимини тезлитиш пиланиниң бир қисими, дәп тәнқид қилди.

Мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, " бу қурулуш йәр асти кан байлиқлирини булаң - талаң қилиш қәдимин тезлитишниң йәнә бир усули" деди. У, " бу қурулуш муһитни вәйран қилиш, хитай көчмәнлиригә хизмәт имканийити яритиштин башқа йәрлик хәлққә һечқандақ пайда елип кәлмәйду" дәйду. Әмма хитай даирилири мәзкур қурулушниң зор иқтисади тәрәққият имканийити яритип, районниң електир токи ишләпчиқириш күчини һазирқи сәвийидин бир һәссә юқири көтириду, дәп көрсәтмәктә. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.