Хитай рабийә қадирниң "әқидә ширкити" дики икки хадимни қоюп бәрди
2005.12.15
Хитай һөкүмити 14 -декабир күни атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадирниң "әқидә ширкити" дики икки нәпәр хадимни қоюп бәрди.
Рабийә ханимниң радиомизға билдүришичә, "әқидә ширкити" ниң катипи рози мәмәт вә ярдәмчиси айшәмгүл керим түрмидин қоюп берилгәндә уларда чоң җисманий өзгириш болған. Рабийә ханим сөзидә "һәр иккилиси искилиттәк оруқлап кетипту. Һәмдә чечи теқимиға йетидиған айшәмгүлниң чачлирини худди қойниң дүмбисини қирқиғандәк қирқип, худди әрваһларғила охшитип қоюпту" деди.
Хитай һөкүмити уларниң қоюп берилиши һәққидә һечқандақ ипадә билдүрмиди. Хитай даирилири 11- май күни йәни, рабийә ханим қоюп берилип узун өтмәй, униң үрүмчидики "әқидә ширкити"гә бөсүп кирип, рози мәмәт билән айшәмгүлни сәвәбсизла тутуп кәткән һәмдә ширкәтниң бир қисим һөҗҗәтлириниму қошуп елип кәткән иди.
Рабийә ханим, бу иккисиниң тутқун қилиниш вәқәсини илгири америка һөкүмити, явропа парламенти вә хәлқара кәчүрүм тәшкилати қатарлиқ орунларға йәткүзгән һәмдә улардин бу һәқтә хитайға бесим ишлитишни тәләп қилған. Уларниң қоюп берилиши мунасивәт билән рабийә ханим бу орунларға вә президент бушқа алаһидә рәһмәт ейтидиғанлиқини билдүрди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир сода сарийиниң икки нәпәр хадими, хитай бихәтәрлик идариси тәрипидин тутуп кетилди
- Атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир кофий аннанға очуқ хәт язди
- Әйнәк жорнили: хитайға қарши атланған "буржуа инқилабчиси"
- Рабийә қадир голландийидики зияритини ахирлаштурди
- Рабийә қадир явропадики 7 дөләтни зиярәт қилиш сәпирини башлиди