Бейҗиңда бастурулған әрзийәтчи уйғурларниң 60 милйон йүән пули тоңлутулған
2007.06.01
Бейҗиңға дава қилип барғанда хитай даирилири тәрипидин бастурулған 100 дин артуқ әрзийәтчи уйғурниң 60 милйон йүән пули йәрлик даириләр тәрипидин тоңлутулғандин кейин, бейҗиңға әрз қилип барғанлиқи мәлум болди. Вәқәдин хәвәрдар кишиләрниң ашкарилишичә, бу уйғурлар җяңшиниң гуйгаң шәһиридики бир ширкәт намидин шахлитип сетишқа адәм чақирип, мәбләғ салғучилардин 60 милйон йүән топлиғанда, бу сода йәрлик даириләр тәрипидин қанунсиз, дәп елан қилинған вә пүтүн иқтисади тоңлитилған.
Бу әһвалда әрзийәтчи уйғурлар бейҗиңға дава қилип барған вә хитай рәһбәрлириниң бу ишқа арлишишини тәләп қилип чиң турувалғанда бастурулди. Вәқәни өз көзи билән көргүчи гуваһчиларниң радиомизға ашкарилишичә, сақчилар билән уйғур әрзийәтчиләр арисида чиққан тоқунушта өлүм - йетим вәқәси йүз бәргән болуши мүмкин.
Бәзи гуваһчилар сақчиларниң милтиқ нәйзисини уйғур әрзийәтчиләргә санҗиғанлиқини билдүрди. Лекин даириләр әрзийәтчи уйғурларниң бастурулғанлиқи һәққидики хәвәрләрни қәти контрол қиливатиду. Вәқәни өз көзи билән көргүчиләр, даириләрниң тоқунуштин қечип чиққан аз сандики бәзи уйғурларни издәватқанлиқини, қечип чиқалмиған көпчилик уйғурларни болса маҗялудики тутуп туруш орниға солувалғанлиқини билдүрмәктә.
Бу вәқә хитай һөкүмити һәр йили бейҗиңда тйәнәнмен вәқәсиниң 4 - июн хатирә күни йетип келиштин бурун сәзгүрликини ашуридиған назук бир мәзгилгә тоғра кәлди.(Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тоқсудики уйғур тиҗарәтчиләрниң беши қатти
- Дөңкөврүк һәққидә параңлар (2)
- Дөңкөврүк һәққидә параңлар (1)
- Хитай-қазақистан қорғас хәлқара чегра һәмкарлиқ мәркизи қурулуши башланди
- Қазақистан билән уйғур ели оттурисида үчинчи чегра базири ечилмақчи
- Уйғур аптоном райониниң 2005 - йилдики ташқий сода соммиси 8 милярд доллар
- Һиндистан вә хитай қәдимий йипәк йолида қайта сода башлаш пиланини кечиктүрди
- Үрүмчи сода йәрмәнкисидә 118 түрлүк сода келишими түзүлди