Дуня уйғур қурултийи рәиси әркин алиптекин далай лама билән учрашти


2005.06.20
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Дуня уйғур қурултийиниң рә иси әркин алиптекин, тибәтликләрниң диний вә сиясий даһиси далай лама билән учрашти.

6 - Айниң -16 күни қисқичә дәп аталған хәлқара тибәт һәрикитиниң германийиниң пайтәхти берлиндә уюштурған " һәқиқий йоруқлуқ " намлиқ мукапат тарқитиш йиғиниға қатнашқан дуня уйғур қурултийиниң рә иси әркин алиптекин, тибәтләрниң диний вә сиясий даһийси далай лама билән көрүшүп, униң билән алақидар мәсилиләрдә пикир алмаштурған.

Берлиндики шилләр тятирханисида өткүзүлгән йиғинға, далай лама, германийә парламент әзалири вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири болуп 500 гә йеқин киши қатнашқан.

Бу йилқи "һәқиқий йоруқлуқ" мукапати чех җумһурийтиниң сабиқ президенти васлав һавәл, сабиқ германийә сода министири граф ламсдорф вә кейинки 30 йилдин бери тибәтлик тул- йетим вә яшанған кишләргә ярдәм қилип келиватқан герман вагнәрләргә берилди.

"Һәқиқи йоруқлуқ" мукапати, тибәт давасиға хизмәт қилған кишиләргә берилмәктә. Һазирғичә, америкилиқ кино артисти ричард гер, сабиқ франисйә прзедентиниң аяли даниял митәранд вә америка санатори килиборн пәл бу мукапатни илишқа муйәссәр болған. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.