Хитай уйғур йезилиридин һәр йили 300 миң кишини йөткимәкчи


2007.12.24

Хитай ахбарат вастилириниң хәвиригә қариғанда ,12- декабир ахирлашқан уйғур аптоном районлуқ 7- нөвәтлик комитетиниң 5 - омумий йиғинида уйғур елиниң җәнубидики икки вилайәт вә бир област тәвәсидики йезиларда 1милйон 300 миң деһқан‏ - чарвичиға техника тәрбийиси елип берип "бир аилидин бир кишини ишқа орунлаштуруш" сияситини әмәлийләштүрүш тәкитләнгән.

Тәңритағ торида берилгән хәвәрдә ашкарилинишичә, хитай уйғур елидә "11- бәш йиллиқ" пиланниң кейинки мәзгилдә уйғур йезилирида "һәр йили изчил һалда 300 миң кишини йөткәп ишқа орунлаштурушқа капаләтлик қилип , йилиға тәхминән 1 милйон 500 миңдин көпрәк кишини әмгәк - мулазимәт арқилиқ кирим қилишқа" қатнаштурушни пилан қилған.

Бу хилдики қарар, 2006- йили 7- ноябир ечилған уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити 33- қетимлиқ йиғинида елинған болуп йезилардики 1 милйон 550 миң әмгәк күчини йөткәш бекитилгән иди.

Мушу қарарниң роһиға асасән хитай һөкүмити вә уйғур или йәрлик һөкүмәт тармақлири 2006- йилиниң ахиридин башлап, йезилардики ешинча әмгәк күчлирини йөткәп ишқа орунлаштуруш баһаниси билән, уйғурлириниң җәнубидики йеза ‏- қишлақлардин миңлап уйғур қизлирини хитай өлкилиригә елип кәткән болуп, бу дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурларни интайин биарам қилған иди.

Намини ашкарилашни халимиған бир уйғур зиялийниң билдүрүшичә, уйғур елидә ешинча әмгәк күчлирини йөткәш сияситиниң қайта тилға елиниши уйғур елидә йәнә түркүмләп уйғур яшлирини башқа җайларға яки хитай өлкилиригә мәҗбурий йөткәш ишлирини сиясий дәстәк билән тәминләп уйғур яшлириниң хитай өлкилиридә яки башқа яқа юртларда сәрсан болушиға сәвәб болидикән. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.