Хитай қуруқлуқ армийиси үрүмчидә тәйярлиқ топчилар полкини қурди


2005.08.19

Хитайниң уйғур елидики қуруқлуқ армийиси тәйярлиқ пиядиләр қисминиң топчилар полки 18 - авғуст күни үрүмчидә рәсмий қурулғанлиқини җакарлиди.

Үрүмчи кәчлик гезитидә елан қилинған хәвәрдә мәлум болушичә, мәзкур полк, хитайниң мәркизий һәрбий комитети тәрипидин тәстиқланған болуп, бу полкниң қурулуш ишлири 2005 - йилиниң бешида үрүмчи шәһириниң тәңритағ райони, тудүңхе райони вә даванчиң районлирида башланған.

Хәвәрдә мәлум болушичә, бу полкниң офитсер, әскәрлири уруш мәзгилидә вәзиписини ада қилса, башқа чағларда бу районниң иқтисадий қурулуш ишлириға арилишидикән. Шундақла бу әскәрләр, үрүмчидики 30 нәччә партийә - һөкүмәт оргини вә кархана, идариларға орунлаштурулидикән.

Уйғур көзәткүчилири, хитайниң бир тәрәптин, уйғур елиниң муқимлиқини сақлаш мәқситидә, бу йәрдә хитай әскәрлирини көпәйтсә, йәнә бир тәрәптин, хитай әскәрлирини уйғур елиниң иқтисадий тәрәққиятидин мәнпәтләндурушни мәқсәт қилидиғанлиқини илгири сүрмәктә. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.