Уйғур ели көктат екиспортида алдинқи орунда саналмақта


2004.12.06

Уйғур ели бу йилниң алдинқи үч пәслидила 206 миң тонна һәр хил көктатларни екиспорт қилип, хитай бойичә төтинчи чоң көктат екиспорт қилидиған район болуп саналған.

Хитай хәвәр ториниң билдүрүшичә, нөвәттә уйғур елидики парникларниң омумий көлими 13 йерим миң гектарға йәткән болуп, йилиға бир милйон тоннидин артуқ көктат ишләпчиқиралайдикән.

Буниңдин сирт, уйғур ели болупму пәмидур ишләпчиқириш вә пишшиқлап ишләш җәһәттә алдинқи орунда туридикән. Хитай дунядики үчүнчи чоң пәмидур мәһсулатлирини пишшиқлап ишләпчиқиридиған дөләт болса, хитайдики пәмидур мәһсулатлириниң٪ 90 и уйғур елидин чиқидикән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.