Уйғур или кәлгүси 5 йилда әйдиз вируси тарқилидиған мәркәзлик район болуп қаламду ?
2007.07.27
Америка истиратегийә вә хәлқара тәтқиқат мәркизи CSIS хитайда әйдиз кесилиниң тарқилиш әһвали һәққидә доклат елан қилип, кәлгүси 5 йилда әйдиз вирусиниң хитайдики икки районға мәркәзлишидиғанлиқини вә тез тарқилидиғанлиқини, бу районларниң бири хитайниң җәнубий вә ғәрбий җәнубидики йүннән, гуаңши, гуаңдуң, хунән, сичүән вә хәйнәнләр болса, йәнә бири уйғур аптоном райони болуп қалидиғанлиқини агаһландурди.
Доклатта әскәртишичә, әйдиз вируси уйғур аптоном районида асаслиқи йәрлик милләткә мәркәзләшкән болуп, вақитниң өтүши билән бу вирус паһишиләр вә техиму көп авам пуқраларға тарқилиши мумкин. Болупму уйғур аптоном районида әйдиз билән юқумланған һамилдар аяллар үзлүксиз көпийиватқан болуп, қәшқәрдә һамилдар аялларниң әйдиз вируси билән юқумлиниш нисбити 3.5 Пирсәнткә йетип барған. Доклатта, уйғур елиниң турпан районида паһишиләрниң 3.4 Пирсәнти әйдиз вирусида юқумланғанлиқини, бу әһвалниң или районида 3.3 Пирсәнт икәнликини язди.
Доклатта йәнә, хитай сәһийә министирлиқи хитай буйичә әйдиз вируси билән юқумланғучиларни 650 миң, дәп елан қилған болсиму, лекин әмәлийәттики сан буниң көп болуши мумкинликини вә 2012 - йилиға барғанда 1 йерим милйондин 2 йерим милйонғичә киши бу вирус билән юқумлинидиғанлиқини билдүрди.
Доклатта әскәртишичә, сәһийә даирилири билән җ х даирилири арисидики ихтилап әйдиз вирусиниң зәһәрлик чекимлик чәккүчиләр вә паһишиләр арисида тарқилиштин сақлиниш тәдбири елишиға тосалғу болмақта икән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елидә юқумлуқ кесәллик көпәймәктә
- Хитай һөкүмити үрүмчидә еғиз, қол, пут яллуғлинидиған юқумлуқ кесәлдин сақлиниш һәққидә агаһландуруш елан қилди
- Йод маддисиниң кәмчил болуши , уйғур ели вә тибәтләрдә кесәллик пәйда қилмақта
- Уйғур елидә , юқумлуқ кесәлликләр көпийип,юқумланғучиларниң нисбити өрлимәктә
- Хитайда һәр йили 10 миң бала дора йәп гас болуп қалиду
- Уйғур елидә әйдиз бимарлири йәнә көпәйди
- Уйғур елидә әйдиз бимарлири күнигә 17 дин көпәймәктә
- Бейҗиң " әйҗишиң" әйдиз тәтқиқат орни уйғур аптоном райони даирилирини тәнқид қилди
- Уйғур хәлқи әйдиз террорлиқиға дуч кәлмәктә