Келәр йили уйғур елидә икки йүз миң деһқан әйдиздин сақлиниш савати алмақчи


2007.11.27

Уйғур ели йәрлик хәвәр торлириниң учурлиридин мәлум болушичә, уйғур аптоном райони тунҗи қетим деһқанларниму әйдиздин мудапиәлиниш курсиға орунлаштурушни пиланлиған болуп, бу пилан буйичә келәр йили уйғур елидә мәхсус деһқанлар мәктәплири тәсис қилинип,дәсләпки қәдәмдә җәмий икки йүз миң деһқанға мәхсус әйдиз кесили вируси билән юқумлиништин сақлиниш тоғрисида сават берилидикән.

Уйғур аптоном райони сәһийә назарити муавин назири җаң юңниң шинхуа агентлиқи мухбириға билдүрүшичә, бу йил 9 - айғичә уйғур елидә мәлум болған әйдиз юқумдарлири 20 миңдин ашқан. Мөлчәрлинишичә әмәлий юқум әһвали 60 миңдин ашидикән. Шундақла уйғур елиниң әйдиз юқум әһвали хитай буйичә төтинчи орунда туридикән.

Униң билдүрүшичә, нөвәттә уйғур ели әйдиз вәзийитидин қариғанда, деһқанлар арисида әйдиз кесили вирусиниң тарқилиши интайин тез һәм җиддий болуватқан болуп, деһқанларниң турмуш һәмдә тазилиқ шараитиниң начар болушидин башқа әйдиз вируси билән юқумлиништин сақлиниш җәһәттә һечқандақ билимгә игә болмаслиқи уйғур елидә әйдизниң йезилардиму шиддәт билән ямришидики әң асаслиқ сәвәб болмақта.

Уйғур елиниң әйдиз юқум әһвалидин мәлум болушичә, 1995 - йили уйғур елидә тунҗи әйдиз кесили вируси юқумдари байқилип 12 йил җәрянида, әйдиз уйғур дияридики 15 област вә вилайәт һәмдә 90 дин артуқ наһийә ‏- йезиларғичә таралған.

Нөвәттә уйғур елидики деһқан аммисиға әйдиздин мудапиәлиниш тәшвиқати елип бериш, әң тәқәззалиқ мәсилә болмақта. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.