Уйғур аптоном райони парткоминиң секритари ваң лечүән, йеқинда уйғур кишилик һоқуқи вә димократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадирни терорчилар билән тил бириктүрди, дәп әйиплигәндин кейин, хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң юқири дәриҗилик бир әмәлдари сәйшәнбә күни бейҗиңда, шәрқий түркистан күчлиригә һуҗум қилди.
Җамаәт хәвпсизлик министирлиқи тероризимға қарши туруш идарисиниң муавин мәсули җав йоңчиң, " җоңго тероризимниң әмилий вә йошурун тәһдитигә дуч кәлгән дөләт. Бу тәһдит көп һалларда мәмликәт ичи вә сиртидики шәрқий түркистан терорлуқ күчлиридин кәлмәктә," дәп тәкитлигән.
Әмма хитайниң һәрикити хәлқара кишилик һоқуқ органлири тәрипидин терроризмға қарши турушни баһанә қилип, уйғурларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилиш билән әйибләнгән. Дуня уйғур қурултийи болса хитайниң әйиблишини рәт қилмақта.
Җав йоңчиңниң тәкитлишичә, хитай һөкүмити хәлқара һәмкарлиқни күчәйтип, қанун чиқириш вә әдлийә органлириниң терроризмға қарши һәрикитини тизлитидикән. Җав йоңчиң, хитайниң һазирға қәдәр терроризмға қарши турушни мәзмун қилған 13 түрлүк хәлқара келишимниң 10 ға имза қойғанлиқини билдүрди. Әмма мутәхәссисләр, хәлқара җәмийәтниң тероризимни чүшүниши билән хитайниң терроризмға бәргән тәдбири оттурисида зор пәрқләр барлиқини билдүрмәктә. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир, ваң лечүәнниң әйибләшлирини қәтий рәт қилди
- Ваң лечүән, рабийә ханимни террорлуқ паалийәт уюштурмақчи дәп әйиблиди
- Ваң лечүән, йеқинда бир уйғур паалийәтчисиниң етип өлтүрүлгәнликини билдүрди
- Исмайил тиливалди нурмуһәммәт ясин қатарлиқ икки уйғур язғучиниң қолға елинғанлиқини етирап қилди
- Америка дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ комитети вә рабийә ханим