Әйса йүсүп алиптекин хатириләнди


2005.12.18

Шәрқий түркистан давасиниң мәрһум рәһбири әйса йүсүп алиптекин әпәндиниң вапатиниң 10 йиллиқи мунасивити билән чәтәлләрдики бир қисим уйғурлар хатириләш паалийәтлири өткүзди.

18-Декабир күни дуня уйғур қурултийи миюнхен шәһиридики разай ресторанида әйса йүсүп алиптекинни хатириләш паалийити тәшкиллигән болуп, буниңға дуня уйғур қурултийиниң рәиси әркин алиптекин әпәнди, түркийә бүйүк бирлик партийисиниң рәиси муһисин язғучи оғли шуниңдәк германийидики бир қисим түрк тәшкилатлириниң рәһбәрлири һәмдә уйғур җамаитиниң вәкиллири болуп, йүздин артуқ киши қатнашти.

Хатирә паалийитидә, әйса йүсүп алиптекинниң пүтүн сиясий күрәш һаяти әслинип өтүш билән униң уйғур давасиға қошқан төһписигә юқири баһа берилди. Әйса йүсүп алиптекин билән сөһбәтдаш болған һәм көрүшкән кишиләр өз тәсиратлирини баян қилишти.

Дуня уйғур қурултийиниң бу мунасивәт билән елан қилған баянатида мәрһумға мундақ баһа берилгән: "әйса йүсүп алиптекин 1901-йили туғулған болуп, мәрһум әйса әпәндим 1925 – йиллири өзини вәтән милләтниң һөрийитигә атиған яшлиқ дәвридин башлап, 1995 – йили 17 – дәкабир түркийидә паний дуня билән видалашқичә болған узун бир заманда, түрк дуняси, әрәп дуняси вә ғәрб дунясида пүтүн имканлири билән шәрқий түркистан дәвасини тәрғип қилип, бүгүнки миллий муҗадилимизға асас салған вә өчмәс из қалдурған вәтәнпәрвәр бир зат". (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.